Канада һүсәйин җилил тоғрисида хитай һөкүмитигә дипломатийә нотиси бәрди

Канадада чиқидиған "торонто юлтузи" гезитиниң хәвәр қилишичә, канада һөкүмити һүсәйин җилилниң қайси йәрдә икәнлики һәққидә ениқ мәлумат бериши үчүн хитай һөкүмитигә дипломатийә нотиси бәргән.

Лекин хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити һазирғичә канаданиң дипломатийә нотисиға җавап қайтурмиған.

Канада ташқи ишлар министири питәр маккәй, өткән җүмә күни бәргән баянатида, биз һүсәйин җилил мәсилисини баштин бери җиддий қаридуқ һәмдә дөләтниң әң юқири қатламдики рәһбәрләр бу мәсилә үстидә ишләватиду, деди.

Баянатида, канада һөкөмитиниң хитай һөкүмитиниң җавабини күтиватқанлиқини тәкитлигән питәр маккәй, әгәр хитай һөкүмитидин бир җавап кәлмисә, биз бу ишниң пешини қоюп бәрмәймиз. Биз канада пуқралириниң һоқуқини қоғдаш үчүн қолимизда бар пүтүн васитиларни ишлитимиз, деди.

Бу арида һүсәйин җилилниң адвокати кирис малиюд канада баш министири ситфан һарпәрдин һүсәйин җилилни хитай түрмисидин қутқузуш үчүн хитайға мәхсус бир вәкил әвәтишни тәләп қилди.

Өзбекистан һөкүмити өткән җүмә күни, һүсәйин җилилни, канада һөкүмитиниң уни канадаға қайтуруш тоғрисидики тәләплиригә қаримай хитайға тапшуруп бәргәнликини ениқлиди.

Уруқ-туғқанлирини йоқлаш өзбекистанға барған һүсәйин җилил 27‏- март күни өзбекистан даирилири тәрипиди қолға елинған иди. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org