Канада мәтбуатлирида һүсәнҗан җелилға аит хәвәрләр бесилмақта
2006.07.05
Канада пуқраси уйғур һүсәнҗан җелилниң йоқап кәткинигә 100 күндин ашқан бу мәзгилдә, канада мәтбуатлирида униңға аит йезилған хәвәрләр арқа-арқидин берилип турди. Канададики "торонто юлтузи" гезитидә 5- ийол күни елан қилинған бир парчә мақалидә, һүсәнҗан җелилниң тәқдиригә болған әндишә оттуриға қоюлған.
" Йоқап кәткән канадалиқниң аилисидикиләр үмидсизләнмәктә" дегән мавзуда елан қилинған бу мақалидә көрситилишичә, һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулғанлиқи мәлум болғандин кейин, униң адвокати крис маклиодниң канада баш министириға һүсәнҗан мәсилиси үчүн хитайға мәхсус вәкилләр өмики әвәтишни тәләп қилип язған хети һазирғичә җавабсиз қалған.
Баш министир баянатчиси, баш министирниң бу хәтни тапшуруп алғанлиқини етирап қилсиму, лекин буниңға җаваб қайтуруш үчүн қанчилик вақит кетидиғанлиқини ениқ билдүрмигән. Һүсәнҗанниң адвокати крис әгәр баш министирдин мушу һәптә ахириғичә җаваб алалмиса, у чағда өзиниң хитайға баридиғанлиқини билдүрди.
Канада һөкүмити өткән сәйшәнбә күни хитай әмәлдарлириниң қолиға депломатик нота сунуп, һүсәнҗан җелилниң қәйәрдиликини сориған. Әмма хитай даирилири һазирғичә буниңға инкас қайтурмиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районлуқ вәкилләр өмики өзбекистанни зиярәт қилмақта
- Канада һүсәйин җилил тоғрисида хитай һөкүмитигә дипломатийә нотиси бәрди
- Үзбекстан һөкүмити һүсәнҗан җелилни хитайға өткүзүп бәргәнликини билдүрди
- Д у қ канада һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшини тәләп қилди
- Канада баш министир ярдәмчиси һүсәнҗанни қутулдуруш үчүн хитайға бармақчи