Канада мәтбуатлири, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисигә пассип позитсийидә болуватқанлиқини тәкитлиди
Канадада чиқидиған торонто қояш гезитидә 10- айниң 19- күни һүсәйин җелил мәсилси тоғрисида елан қилинған бир мақалидә, канада һөкүмити "өзиниң пуқрасини қоғдаш үчүн йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмәйватиду" дәп әйибләнди.
Питер вортиңтен тәрипидин елан қилинған мәзкур мақалидә "һүсәйин җелилниң өзбекистан тәрипидин тутулуп хитайға тапшуруп берилгәнлики адәмни қанчилик ғәзәпләндүрсә, канада һөкүмитиниң бу мәсилигә сәл қариши кишини шу қәдәр ғәзәпләндүриду" дейилгән.
Мақалисидә , канада баш министириниң парламенттики вәкили җәсон кәниниң, һүсәйин җелил мәсилисини мурәккәп бир мәсилә дәп көрсәткәнликини әскәрткән вортиңтен "хитай һөкүмити әркинлик вә демократийини қоллиған һәрқандақ уйғурни террорчи дәп қарайду" дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмитиниң болупму 11- сентәбир вәқәсидин кейин, хитайдики өзлириниң миллий кимликини қоғдаш яки мустәқиллиқ үчүн күрәш қиливатқан һәрқандақ миллий вә диний гуруппини террорчи дәп көрситватқанлиқини тәкитлигән вортиңтән йәнә, "канада ташқи ишлар министири питер мәкки, бийократлириға бир аз тәкшүрүш елип барғузуш арқилиқ уйғурларниң террорчи әмәсликини дәрһал инқлиялайду" дегән.
Уйғур елигә берип һүсәйин җилилниң 80 яштики дадиси, укиси вә һәдисини зиярәт қилип кәлгән канада CBC ширкитиниң мухбири Anthony Germain, уларниң һелиму канада һөкүмити һөсәйин җилилни қутқузиду дегән үмид билән яшаватқанлиқини, шуниң үчүн канада һөкүмитигә қарши һечқандақ ипадә билдүрмигәнликини әскәрткән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта
- Хитай һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған
- Америка уйғур җәмийити "торонто қуяш" гезитиниң мақалисини әйиблиди
- Хитай һөкүмити һүсәнҗан җилилни сотлашқа башлиди
- Хитай һүсәйин җелилни өлүмгә һөкүм қилғанлиқ хәвирини инкар қилди