Һүсәйин җелил үрүмчидә сотқа тартилди
2007.02.05
Хитай һөкүмити, өткән йили 6- айда өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән канада пуқраси һүсәйин җелилни өткән җүмә күни сотлашқа башлиған.
Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханимниң сотқа қатнашқан уруқ-туғқанлириниң сөзлирини нәқил кәлтүрүшичә, сот җәрянида сотчилар һүсәйин җелилдин, канаданиң қайси шәһиридә яшайсән? қанчә балаң бар? хитай сиртидики уйғурлар қандақ паалийәтләр билән шуғуллиниватиду? оттура шәрқтә қанчә йил яшидиң? дегәнгә охшаш соаллар сориған.
Камилә ханимниң билдүрүшичә, 6 саәт давамлашқан сот җәрянида, қарилиғучилар һүсәйин җелилни әйибләйдиған һечқандақ пакит оттуриға қоялмиған. Тән саламәтлики яхши көрүнгән һүсәйин җелил сотта хитай һөкүмити тәрипидин тутуп берилгән адвокатни рәт қилип, өзәм канадалиқ бир адвокат тутушни халаймән, дегән.
Камилә ханимниң ейтишичә, сотқа канада һөкүмитиниң һечқандақ вәкили қатнашмиған. Сот һечқандақ нәтиҗисиз ахирлашқан болуп, сотниң қачан давамлишидиғанлиқи һәққидиму һечқандақ мәлумат берилмигән.
Көпчилккә мәлум болғандәк, хитай һөкүмитиниң канада пуқраси һөсәйин җелилни қолға елип, канада әлчихана хадимлириниң униң билән көрүшүш тәләплирини рәт қилиши, хитай һөкүмити билән канада оттурисида дипломатик бир сүркилишкә сәвәб болмақта.
Һазирғичә, канада баш министири ситифан һарпер қатарлиқ канада рәһбәрлири, хитай рәһбәрлири билән учришишлирида бир нәччә қетим һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитидин уни қоюп беришни тәләп қилди. Өткән ай хитайни зиярәт қилған канада тиҗарәт министири девид имизсн вә малийә министири җим флаһәрти йәнә һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетида испат бәрди
- Һүсәйин җелилниң ханими канада һөкүмитиниң йолдишини қутулдуруш хизмитини күчәйтишини тәләп қилди
- Канада баш министири ху җинтав билән көрүшкәндә һөсәйин җилил мәсилисини оттуриға қойди
- Ху җинтав канада баш министири билән учришиштин қачти
- Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил тиливалди билән көрүшти