Канада мәтбуатида һүсәйин җелил
2007.02.17
Канада чиқидиған Globe and Mail гезити, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән вә хитай һөкүмити тәрипидин террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан дәп әйибләнгән канада пуқраси һүсәйин җелилниң хитайда өткүзгән әң чоң җинайитиниң мәсчиткә канай бекитиклики икәнликини билдүрди.
Globe and Mail Гезити, 17- феврал күни һүсәйин җелил мәсилисидә узун бир тәкшүрүш мақалиси елан қилип, һүсәйин җелилниң уйғур елидә имамлиқ қиливатқан чеғида, мәсчиткә юқри авазлиқ канай бекиткәнликиниң, униң хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинишиға, двамлиқ бесимға учришиға, вәтини ташлап чәтәлләрдә сәргәрдан болуп йүрүшигә сәвәбчи болғанлиқини билдүрди.
Мақалида ейтилишичә, хитай һөкүмити, һүсәйин җелилни чәтәлдиму арам алдурмиған. У чәтәлгә чеқип кәткәндин кейин, униң вәтинидики уруғ-туғқанлириға бесим қилған. Һүсәйин җелил у дөләтдин бу қечип йүрүп, ахирида б д т мусапирлар идарисиниң униң сясий панаһлиқини қобул қилиши билән, 2001 - йили канада ға келип бираз хатирҗәм болған. Әмма униң бу хатирҗәмлики узун сүрмигән болуп бүгүн у террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан дәп әйиблинип, хитай түрмисидә ятмақта. Мақалидә, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилниң сотиға, хитайдики канада баш әлчихана хадимлирини қатнаштурмиғанлиқиниң канада һөкүмитини болупму канада баш министири стифан һарпәрни қаттиқ ғәзәбләндүргәнлики, канада баш министириниң хитайдики канада баш әлчиханисигә һүсәйин җелил мәсилисини йеқиндин көзитиш үчүн үрүмчигә әлчихана хадимлири әвәтиш, һүсәйин җелил мәслиси бир тәрәп болғанға қәдәр уларни үрүмчидә двамлиқ турғузуш тоғрисида буйруқ чүшүргәнлики билдүрүлгән.
Җүмә күни канада ташқи ишлар министири петәр маккәйниң һүсәйин җелил мәсилисидә хитай һөкүмитини әң қаттиқ тәләппузда тәнқид қилип, хитай һөкүмитиниң канада һөкүмитигә һазирғичә һүсәйин җелилниң террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқанлиқи һәққидә һечқандақ пакит көрситәлмигәнликини әскәрткәнлики тәкиләнгән мақалидә, һүсәйин җелил мәсилси хитай канада мунасивәтлиридики җиддий бир мәсилигә айлинип, икки дөләт мунасивәтлириниң күнсери йириклишишигә сәвәб болуватиду, дейилгән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәйин җелил мәсилиси хитай билән канада оттурисидики сүркилишләрни җиддийләштүрмәктә
- Һүсийин җелил сотта өзиниң қейин-қистаққа елип 'иқрар' қилдурулғанлиқини паш қилған
- Һүсәйин җелил үрүмчидә сотқа тартилди
- Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетида испат бәрди
- Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта