Һөсәйин җелилниң қоллиғучилири йеңи адвокат үчүн һәрикәт башлатти
Хитай түрмисидә тутуп турулуватқан канада пуқраси һөсәйин җелилни әркинликкә ериштүрүш үчүн канадада һәрикәт елип бериватқан паалийәтчиләр, хитай һөкүмити тәрипидин һөсәйин җелилгә берилгән адвокатниң сотта уни қоғдиялмайдиғанлиқини билдүрүп, униңға йеңи бир адвокат тутуп бериш үчүн һәрикәт башлатқан. Улар канада ташқи ишлар минстирлиқиға һөсәйин җелилниң мустәқил бир қанун мәслиһәтчигә игә болушини тәвсийә қилған.
Канадада чиқидиған Globe and Mail гезитиниң хәвәр қилишичә, канада-уйғур бирләшмисниң рәиси мәмәт тохти, 26- феврал күни һөсәйин җелилни қоллаватқанларға бир хәт әвәтип, уларни һөсәйин җелилға хитайда мустәқил бир адвокат тутуш үчүн пул ианә қилишқа чақирған. Мәмәт тохтиниң мөлчәрлишичә, хитайда һөсәйин җелилға вәкаләт қилалайдиған бир адвокат тепиш үчүн 12000 долар әтрапида пул керәк икән. Мәмәт тохти, йеңи бир адвокат һеч болмиса, һөсәйин җелилни ақлаш үчүн, сотқа һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән адвокат суналмиған һөҗҗәтләрни сунуши мумкин, дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, һөсәйин җелил өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгәндин бери, уни қутқузуш үчүн җиддий паалийәт елип бериватқан хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң канада шөбисиниң мудири алкс нәвә, хитайда мустәқил бир адвокат тутушниң өзила наһайити мурәккәп бир җәрян дегән.
Хитай һөкүмити, өткән йили июнда өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгәндин бери из-дерәксиз йоқ болуп кәткән һөсәйин җелилни бу айниң башлирида сотлашқа башлиған иди. Сотта, террорлуқ вә бөлгүнчилик паалийәтләргә қатнашқан дәп әйибләнгән һөсәйин җелил, бу әйибләшләрни рәт қилған.
Хитай һөкүмитиниң, канада һөкүмитиниң пүтүн тәләплиригә писәнт қилмай,канада пуқраси һөсәйин җелилни тутуп туруши, хитай билән канада мунасивәтлирини җиддийләштүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада мәтбуатида һүсәйин җелил
- Һүсәйин җелил мәсилиси хитай билән канада оттурисидики сүркилишләрни җиддийләштүрмәктә
- Һүсийин җелил сотта өзиниң қейин-қистаққа елип 'иқрар' қилдурулғанлиқини паш қилған
- Һүсәйин җелил үрүмчидә сотқа тартилди
- Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетида испат бәрди