Хитай һүсәйин җелилниң қиз қериндиши билән көрүшүшигә рухсәт қилди
2008.01.04
Хитай даирилири үрүмчидики бир түрмидә муддәтсиз қамақ җаза муддитини өтәватқан уйғур канада пуқраси һүсәйин җелилниң өткән һәптә қиз қериндиши билән көрүшүшигә йол қойған. Канада "Globe and mail" гезитиниң җүмә күнки хәвиридә әскәртишичә, һүсәйин җелилниң мәрйәм исимлик бир қиз қериндиши униң билән көрүшүп, 20 минуттәк сөһбәтләшкән.
Хәвәрдә канада уйғур җәмийити мәсули мәмәт тохтиниң бәргән учуриға асаслинип, көрүшүш җәрянида һүсәйин җелилниң бөрәк ағриқидин шикайәт қилғанлиқини вә түрмә даирилири болса униң кесили билән чатиқи болмиғанлиқини илгири сүрди. Мәмәт тохтиниң әскәртишичә, һүсәйин җелил йәнә қиз қериндишидин бейҗиңдики ақлиғучи адвокатида өзиниң 30 бәтлик гуваһлиқ сөзи барлиқини, даириләрниң буни сот җәрянида оттуриға қойдурмиғанлиқини, бу материялни адвокатиниң канада әлчиханисиға тапшуруп беришини тәләп қилған.
Нөвәттә һүсәйин җелил үрүмчидики баҗяху түрмисидә җаза муддитини өтимәктә. Канада гезитиниң хәвиридә әскәртишичә, һүсәйин җелил мәсилиси 2007 - йили хитай - канада мунасивитигә тамғисини урған вәқә шундақла дуня мәтбуатлирида әң көп хәвәр қилинған дилоларниң бири болуп қалған болсиму, лекин һүсәйин җелил муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, униң мәсилиси мәтбуатларда бир аз пәсийип қалғанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә йәнә , һүсәйин җелилниң оттава һөкүмитидин канаданиң онтарио өлкисидә олтуридиған аяли билән телефонда көрүшүшигә ярдәм қилишини өтүнгәнликини язди. Өзбекистан 2006 - йили һүсәйин җелилни хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси бу йил 5 - айда уни " бөлгүнчилик" вә" террорчи" һәрикәтләргә қатнишиш билән әйибләп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида уйғурларни бастурмақта
- Дунядики язғучилар хитайни түрмидики язғучиларни қоюветишкә чақирди
- Америкиниң алий сот мәһкимиси гуәнтанамо дилосидики талаш - тартишни аңлиди
- Хитайниң хотән вилайити даирилири бир уйғурға 'чәтәлликләргә ярдәмләшти' дәп җаза һөкүм қилди
- Албанийидики бәш уйғурниң бири - адил һаким шиветсийигә келип қериндашлири билән көрүшти
- Канада - хитай мунасивәтлири яманлишишқа башлиди
- Далай лама канада баш министири стипан харпер билән көрүшкән
- Киристофер симис: "хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити ерқий қирғинчилиқ түсини алған"
- Һөсәйин җелил қолға елинғандин буян тунҗи қетим аниси билән көрүшүшкә муйәссәр болди
- Йеңи зелландийә һөкүмити гуәнтаномо һәрбий лагиридики уйғурларни қобул қилишни рәт қилди