Һүсәйин җелил түрмидин анисиға хәт йезип, әпу қилишини сориди

Хитай түрмисидики уйғур канада пуқраси һүсәйин җелилниң йеқинда түрмидин анисиға чиқарған бир парчә хети канада мәтбуатлирида елан қилинди. Бу һүсәйин җелилниң буниңдин 2 йерим йил бурун түрмигә ташланғандин бери аилисидикиләргә язған вә ташқи дуня билән йүз көрүшүшкә муйәссәр болған тунҗи парчә хетидур.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.22

 Һүсәйин җелил хетидә өзиниң ташқи дуняни қайта көрәләйдиғанлиқидин үмидсизләнгәнликини, анисиниң, өзи һалидин хәвәр елишқа тегишлик болсиму, лекин хәвәр алалмайла қалмай, өзини беқип чоң қилғанниң үстигә әмди икки балисиниң һалидин хәвәр еливатқанлиқини өкүнүш ичидә тилға алған шундақла анисиниң әпу қилишини сориған.

 Һүсәйин җелил бу хәтни 3 ‏ - айниң 10 ‏ - күни язған болуп, мәзкур хәт пәйшәнбә күни канададики чоң гезитләрдә елан қилинди. Канада " йәршари вә хәт чәкләр" гезитидә елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә, бу хәтниң муһимлиқи түрмидики бир канадалиқниң өз қоли билән йезилған хәт болғанлиқидила әмәс, бәлки бу йәнә һүсәйин җелилниң аилиси билән көрүшүши рәт қилинған, униң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи мәлум болған әһвалда йезилғанлиқидур, дәп тәкитлигән.

Хитай даирилири бу йил март ейиниң ахирлиридин башлап һүсәйин җелилниң аилиси билән көрөшүшини тохтатқан шундақла униң қәйәрдә туруп турулуватқанлиқи, аилиси вә канада даирилиригә намәлум бир мәсилә болуп қалған иди. Йәр шари вә хәт - чәкләр гезитиниң әскәртишичә, йеқинда канада ташқи ишларминистирлиқи даирилири хитайниң оттавадики баш әлчисини министирлиққа чақиртип, " инсанпәрвәрлик асасида " һөсәйин җелилни аилиси билән көрүштүрүшкә үндигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.