Һүсәнҗан җелилға муддәтсиз қамақ җазаси берилиши түркийәдики аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди


2007.04.20

Хитайларниң, канада пуқраси һүсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқ хәвири түркийәдики аммиви тәшкилатлар вә уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси лию җийән чавниң баянатидин қариғанда һүсәйин җелилға вәтәнни парчилашқа урунуш, терорлуқ паалийәтләрни тәшкилләш вә террор тәшкилатлириға қатнишишқа охшаш җинайәтләр артилип муддәтсиз қамақ җазаси вә сияси һоқуқидин мәңгүлүк мәһрум қилиш җазаси берилгән.

Бу һәқтики хәвәр дуня мәтбуатлирида орун алғандин кейин түрк дунясидики инсан һәқлири җәмийәтлири вә түркийәдики уйғурлар арисида қаттиқ наразилиқ қозғиди. Һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн түркийәдә паалийәт көрситиватқан түрк дуняси инсан һәқлири җәмийтиниң башлиқи абдуллаһ буксур әпәнди һүсәйин җелил мәсилисидә гунаһниң зор қисминиң өзбекистанда икәнликини, өзбекистанниң канада пуқраси болған һүсәйин җелилни хитайға әмәс, канадаға қайтуруп бериши керәкликини ейтип мундақ деди: "биз 2006-йили 3-айда һүсәйин җелилни өзбекистанниң хитайға қайтурп беришигә қарши чиққан идуқ. Буниң сәвәби биз мухбирларға бәргән баянатимизда, һүсәйин җелилни әгәр бир дөләткә қайтуруп беришкә тоғра кәлсә, өзи пуқраси болған канаға қайтуруп берилиши керәкликини дигән идуқ. Хитай һөкүмити террор тәшкилати қуруп вәтәнни парчилашқа урунған, дәп муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилипту. Әгәр һәқиқәтән тәшкилат қуруп зораванлиқ һәрикәтлири билән шуғулланған болса хитай һөкүмити буни дуняға көрситиши керәк. Қайси тәшкилатни қурупту, қандақ террор паалийити билән шуғуллинпту, буларни очуқ дийиши керәк. Хитайларниң уни һечкимгә көрсәтмәй туруп бундақ һөкүм бериши инсан һәқлиригә хилап."

Абдуллаһ буксур әпәнди өзлириниң хитайниң һүсәйин җелил үстидин чиқарған һөкүмини түрк һөкүмитигә вә парламентигә мәлум қилидиғанлиқини ейтип мундақ диди: "биз абликим абдуреһим вә һүсәнҗан җелил һәққидә бир доклат һазирлап түркийә парламенти инсан һәқлири комиссйониға сунуп уларниң хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини тәләп қилимиз."

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, дуня уйғур қурултийиниң йолйоруқи бойичә һүсәйин җелил мәсилисини түркийә һөкүмити вә парламентигә йәткүзидиғанлиқини ейтти. Истратигийә мутәхәсиси әркин әкрәм әпәнди һүсәйин җелил мәсилисиниң канада -хитай мунасивитигә елип келидиған тәсири үситдә тоһталди.

Униңдин башқа, мәмәт турсун әпәнди өзиниң һүсәйин җелилни йеқиндин тонуйдиғанлиқини, униң һечқандақ бир терор паалийити билән шуғулланмиғанлиқини, у пәқәт диндар бир бала болғанлиқи үчүнла хитай һөкүмитиниң униңға бу җазани бәргәнликини тәкитлиди. Шәрқий түркистан вәхпи баш секритари һамут гөктүрк әпәнди буниң хитайлар уйғурларға йүргүзүватқан дөләт терориниң бир парчиси икәнликини ейтип өтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.