Үзбекистандики интерпол оргини һүсәнҗан җелилни террорчи дәп әйиблигән
2006.05.05
Өзбекистан учур тармақлириниң хәвәр қилишичә, үзбекстандики интерпол йәни хәлқара сақчи оргини канада пуқраси һүсәнҗан җелилни террорчи дәп әйиблигән.
Өзбекистан ахбарат даирилириниң ейтишичә, интерполниң үзбекистандики баш оргининиң муавин башлиқи навфал халматов "бирниң қолимиздики материялларға асасланғанда, бәзи учурларда қәшқәрлик канада пуқраси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә имам дәп тәсвирләватқан һүсәнҗан җелил дәл 1955 - йили хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики қәшқәр шәһиридә туғулған, түркийә пуқраси гүләр дилавәр дегән кимлик билән йүргән киши.
У йәнә қирғизистан қанун тармақлири тәрипидин 1968 - йили туғулған һүсәййин җелил, 1969 - йили туғулған һүсәйинҗан җелил, 1970 - йили туғулған һүсән сиддикович дегән охшимиған кимлик астида юшурунуп кәлгән террорчи гуруп әзаси, адәм гүрөгә елиш вә қанунсиз қорал -ярақ әткәсчилики билән шуғулланғанлиқи, шундақла йәнә, қирғизистанда 2000 - йили 28 - март күни хитай вәкилләр өмикигә қарши террорчилиқ һәрикәткә қатнашқанлиқи ениқланған киши" дәп баян қилған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәйин җилил ишлар министирлиқи түрмисидин айрим ханиға йөткәлди
- Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә
- Уйғур мусапирлириниң хитайға өткүзүп берилиш хәвпи хәлқара кәчүрүм тәшкилатини һәрикәткә кәлтүрди
- Һүсәйинҗан қарим һәққидики учурлар рус тилидики мәтбуатларда көпләп елан қилинди









