Үзбекстан һөкүмити һүсәнҗан җелилни хитайға өткүзүп бәргәнликини билдүрди
2006.06.30
Бирләшмә агентлиқи канада пуқраси һүсәнҗан җелил һаҗимниң үрбекстанда қолға елинип хитайға өткүзүп берилиш алдида турғанлиқи һәққидә хәвәр бәргәндин кейин, 6 - айниң 30 - күни "моснюс" тор бети елан қилған хәвәрдә баян қилинишичә, үзбекстан һөкүмити канада пуқраси һүсәнҗан җелилни өлүмгә һөкүм қилиш еһтимали болған хитайға өткүзүп бәргәнликини ениқ билдүргән.
Хәвәрдә баян ейтилишичә, хитай һөкүмити өткән йили 3900 адәмгә өлүм җазаси елан қилип, униңдин 1770 адәмни атқан. Хитай һөкүмити бу кишиләргә даир учурларни "дөләт мәхпийәтлики" дәп атимақта. Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң қазақистандин 5 - айда өткүзүп бәргән бир уйғур билән үзбекстан бу қетим өткүзүп бәргән бир уйғурни өз җайиға қайтуруши лазимлиқини тәкитлигән. (Вәли)