Хитай һүсәйин җелил мәсилисидә һазирғичә зуван сүрмиди
2006.07.18
Хитай һөкүмити канада тәвәликидики уйғур муһаҗир һүсәйин җелилни өзбекистандин өткүзүвалғанға 3 һәптә болған болсиму, лекин канада һөкүмити униң қәйәрдә икәнликидин һазирғичә хәвәр алалмиған.
Канадада чиқидиған "глоб вә почта" гезитиниң хәвәр қилишичә, канада һөкүмити қолға елинған канада пуқралириниң һал - әһвалидин хәвәр елиш мәҗбурийити бойичә 3 һәптидин бери һүсәйин җелил билән көрүшүшкә тиришип кәлмәктә. Лекин җоңго һөкүмити хәлқара әһдинамиларда үстигә алған мәҗбурийитигә қаримай, һүсәйин җелилниң қәйәрдә икәнлики һәққидә учур беришни рәт қилған.
"Глоб вә почта" гезитиниң әскәртишичә, улар өткән бир қанчә һәптидин бери хитай ташқи ишлар министирлики вә хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқидин һүсәйин җелилниң әһвалини сориған, лекин бу органлар униң һәққидә учур беришни рәт қилған. Һазирға қәдәр униң һәққидики бирдин - бир хәвәр бир хитай гезитидә һүсәйин җелилниң мәсилиси "җоңгониң тероризимға қарши күришидики бир өрнәк, дәп тилға елиниш болди.
Канада ташқи ишлар министирликиниң бир аял баянатчиси, " биз һүсәйин җелилниң мәсилиси қанун тәртип бойичә беҗирилиши вә һоқуқиниң қоғдилиши үчүн давамлиқ тиришимиз," дәйду. Лекин һүсәйин җелилниң адвокати крист маклйод, " бу мәсилә дипломатик нотилар билән һәл болмайдиғанлиқини" әскәртип, канада һөкүмити йетәрлик күч чиқармиди, дәп әйиблиди.
Хәвәрләргә қариғанда һүсәйин җелилниң канада паспорти өзбекистан даирилири тәрипидин елип қелинған. Хитай ташқи ишлар министирлики болса бир җоңго пуқрасиниң канада тәвәликигә өткәнлики униң канада пуқраси икәнлики аптуматик етирап қилинидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада мәтбуатлирида һүсәнҗан җелилға аит хәвәрләр бесилмақта
- Уйғур аптоном районлуқ вәкилләр өмики өзбекистанни зиярәт қилмақта
- Канада һүсәйин җилил тоғрисида хитай һөкүмитигә дипломатийә нотиси бәрди
- Үзбекстан һөкүмити һүсәнҗан җелилни хитайға өткүзүп бәргәнликини билдүрди
- Д у қ канада һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшини тәләп қилди









