Хитай һүсәйин җелилни өлүмгә һөкүм қилғанлиқ хәвирини инкар қилди
2006.08.09
Хитай даирилири чаршәнбә күни канада пуқраси уйғур һүсәйинҗан җелилниң өлүм җазасиға һөкүм қилинип, йеқинда иҗра қилинидиғанлиқи һәққидә таралған хәвәрни инкар қилип, хитайниң техи уни сотлап болалмиғанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бир баянатчиси чаршәнбә күни ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда бу сөзләрни ейтқан болуп, у йәнә, "һүсәйинҗан җелил шәрқий түркистан террочилиқ һәрикәтлиригә қатнашқанлиқи гуман қилинған хитай пуқрасидур" дәп билдүргән.
Бу баянатчи алдинала йезип тәйярлап қойған баянатнамисини мәзкур агентлиққа оқуп берип, " һүсәйинҗанниң делоси һазир қанун бойичә бир тәрәп қилиниватиду. Униң үстидин техи һөкүм чиқирилип болмиди" дегән.
Буниң алдида һүсәйинҗан җелилниң уйғур елидики аилә-тавабатлири хитай сақчилиридин уни узунға қалмай өлүм җазаси билән етип ташлайдиғанлиқи һәққидики учурға игә болғанлиқини мәлум қилған иди.Канада даирилириниң билдүришичә, хитай канадағиму охшашла бу хәвәрни инкар қилип җавап қайтурған икән.
Хитай даирилири һазир, өткән йили канада пуқралиқиға өткән һүсәйинҗан җелилниң канада пуқралиқини етирап қилмайдиғанлиқини тәкитлимәктә. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәлум қилишичә, канада һөкүмити хитайдин һүсәйинҗан җелилға аит техиму көп мәлумат елишқа тиришқан болсиму, лекин хитай бу һәқтә учур бәрмәй туривалған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәйин җелилниң өлүм җазаси һәққидики хәвәрләр канада даирилирини алдиритип қойди
- Хитай һүсәйин җелил мәсилисидә һазирғичә зуван сүрмиди
- Канада мәтбуатлирида һүсәнҗан җелилға аит хәвәрләр бесилмақта
- Уйғур аптоном районлуқ вәкилләр өмики өзбекистанни зиярәт қилмақта
- Канада һүсәйин җилил тоғрисида хитай һөкүмитигә дипломатийә нотиси бәрди