Хитай һөкүмити һүсәнҗан җилилни сотлашқа башлиди

Хитай ташқи ишлар министирлиқи вә канаданиң хитайда турушлуқ әлчиханисиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити канада пуқраси һүсәнҗан җилилни, террорлуқ һәрикәтлиригә қатнашқан дәп әйибләп, сотлашқа башлиған.

Хитай ташқи ишлар минстирлиқи 11‏- авғуст күни бир баянат елан қилип, һүсәнҗан җилилниң, "террорчи вә бөлгүнчи дәп қаралған тәшкилаттики паалийәтлири түпәйлидин" сотқа тартиливатқанлиқини билдүрди. Канаданиң бейҗиңдики баш әлчиханиси болса, хитай һөкүмити һүсәнҗан җилилниң хитай түрмисидә икәнликини ениқлиди дәп, көрсәтти.

Канаданиң бейҗиңдики баш әлчиханисиниң баянатчиси җени чиән, 11 ‏-авғуст күни бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң һүсәнҗан җилилниң өлүм җазасиға һөкүм қилинмайдиғанлиқи тоғрисида канада һөкүмитигә вәдә бәргәнликини билдүрди. Йеқинда, хитай һөкүмитиниң һүсәнҗан җилилни өлүм җазасиға һөкүм қилип, 10 ‏- авғуст күни һөкүмни иҗра қилидиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди.

Канада пуқраси һүсәнҗан җилил шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси болған өзбекистан һөкүмити тәрипидин тутулуп, канада һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқлириға қаримай хитайға тапшуруп берилгән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org