Хитай һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған

'Канада агентлиқи' (CP) ниң торунтодин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмитиниң кана пуқраси уйғур һүсәйин җелилға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилғанлиқи мәлум. Әмма канада даирилири техи буниңдин хәвәрдар қилинмиған.

Хәвәрдә баян қилиишичә, канада пуқраси һүсәйин җелилниң сиңлиси һүсәйин җелилға 8 ‏- айда 15 йиллиқ қамақ җазаси елан қилинип болғанлиқини қәшқәр сақчилиридин аңлиған. Униң аңлишичә, һүсәйин җелил әйибләшкә қайил болмиғанлиқи үчүн, униңға қайтидин сорақ қилиниш пурсити берилмәйдикән. Әмма һүсәйин җелилниң аилә -тәвәлири вә қоллиғучилири униңға қаритилған әйибләшни рәт қилиду. Униң хитай түрмисидә адил сотлинишини тәсәввур қилғили болмайду дәп қарайду. Канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәһәммәт тохтиниң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелил тоғрисида техичә бир рәсмий шикайәтнамиси йоқ. Уни хитайда сотлаш тамамән қанунсизлиқ'.

Хәвәрдә баян қилинишичә, 37 яшлиқ канада пуқраси уйғур һүсәйин җелил бу йил 3 ‏- айда өзбекстан даирилири тәрипидин 'террорчилиқ билән шуғулланған', 'қирғизстанда хитай әмәлдарлирини өлтүрүшни пиланлиған' дәп әйиблинип хитайға өткүзүп берилгән иди. Түрк тилида сөзлишидиған мусулман уйғурлар узун йиллардин буян хитайдин мустәқил болуш үчүн һәрикәт қилип кәлмәктә. (Вәли)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org