Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта
2006.09.21
Канада ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси амбра дикә 9- айниң 21- күни радиомизға бәргән баянатида, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил өзбекистан тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәндин бери, униң һоқуқни қоғдаш үчүн җиддий паалийәт елип бериватқанлиқини билдүрди.
Мухбиримизниң һөсәйин җелил мәсилси тоғрисидики соалиға җавап бәргән канада ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси амбра дике мундақ деди: "канада һөкүмити һөсәйин җелилниң хитайға қайтуруп берилгәнликини аңлиғандин кейин дәрһал һәм оттава һәмдә бейҗиңда һәрикәткә өтүп, хитай һөкүмитидин униң қайси җайда икәнликини канада һөкүмитигә билдүрүшини шундақла канада һөкүмәт даирилириниң униң билән учришишиға рухсәт берилишини тәләп қилди. 7- Айниң ахирлири өткүзүлгән шәрқий асия һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң йеғини җәрянида канада ташқи ишлар министириниң хитай ташқи ишлар министири билән көрүшүп һөсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Канада һөкүмитиниң һөсәйин җелилни қутқузуш үчүн елип бериватқан җиддий паалийитини үзлүксиз давамлаштуруватқанлиқини тәкитлигән амбра дике, канада һөкүмити һөсәйин җилил мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн икки дөләт ташқи ишлар минстирлириниң 7 - айниң ахирлиридики сөһбити асасида паалийитини давамлаштуриватиду һәмдә һөсәйин җелил билән көрүшүш, униң һоқуқини қоғдаш һәмдә хитай тәрәпниң униңға яхши муамилә қилиши үчүн пүтүн тиришчанлиқини көрситиватиду, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити канада пуқраси һүсәйин җелилға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған
- Америка уйғур җәмийити "торонто қуяш" гезитиниң мақалисини әйиблиди
- Хитай һөкүмити һүсәнҗан җилилни сотлашқа башлиди
- Хитай һүсәйин җелилни өлүмгә һөкүм қилғанлиқ хәвирини инкар қилди
- Һүсәйин җелилниң өлүм җазаси һәққидики хәвәрләр канада даирилирини алдиритип қойди