Вейтнам пайтәхти ханойда канада баш министири стипан харпер билән учрашмақчи болған хитай дөләт рәиси ху җинтав, канада баш министириниң хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, униң билән учришиштин озини қачурди.
Канада мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, ху җинтав канада баш министири билән учришишни бикар қилған. Буниң алдида хитай ташқи ишлар министирлиқи алдинқи күни ху җинтавниң стипан харпер билән айрим учришидиғанлиқини елан қилған. Нөвәттә икки дөләт рәһбири вейтнам пайтәхти ханойда а т о и һ т ниң башлиқлар йиғиниға қатнашмақта.
Һүсәйин җелилниң ханими камилә телендибайиваниң канада мәтбуатлириға ашкарилишичә, стипан харпер камиләгә ху җинтав билән көрүшсә, һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қоюш пилани барлиқини билдүргән. Стипан харпер һөсәйин җелил мәсилисини има қилип," бир канада пуқраси шәхси сүпитидә адаләтсиз муамилигә учриса, пуқралиримизни қоғдаш вә көзқаришимизни оттуриға қоюш бизниң әхлақий бурчимиз " дәп тәкитлигән иди. "
"Торонто қуяш" гезитиниң бу һәқтики бир мақалисидә көрүшүш хитай тәрәп баш министир стипан харперниң хитай кишилик һоқуқ хатириси вә һөсәйин җелил мәсилисини оттуриға қоймақчи болғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин бикар қилинғанлиқини билдүрди. Канада ташқий ишлар министирлиқидики әмәлдарлар алдинқи күни көрүшүш вақтиниң пәйшәнбә күнигичә техи муқимлашмиғанлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав канада баш министири билән көришиду
- Асия - тинч окян райони буйичә иқтисадий һәмкарлиқ йиғинда һәр қайси дөләт рәһбәрлири йеңилиқ яритишқа тиришмақта
- Асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ йиғини нурғун мәсилиләрни музакирә қилиду
- Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил тиливалди билән көрүшти
- Канада мәтбуатлири, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисигә пассип позитсийидә болуватқанлиқини тәкитлиди