Һүсәйин җелилниң ханими канада һөкүмитиниң йолдишини қутулдуруш хизмитини күчәйтишини тәләп қилди
2006.12.28
Канадада чиқидиған отава қояши гезитиниң хәвәр қилишичә, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән канада пуқраси һүсәйин җилилниң аяли камилә ханим, канада ташқи ишлар министири петәр мәккәйниң хитайға қилмақчи болған зияритиниң, йолдишиниң қутулушиға асанлиқ яритишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Канада ташқи ишлар министири петәр мәккәй өткән һәптиниң ахири канада си т в телевизйисигә бәргән баянатида, өзиниң бейҗиң билән отава оттурисидики йирикликни юмшитиш үчүн хитайни зиярәт қилишини пиланлаватқанлиқини билдүргән иди. Лекин у хитайни қачан зиярәт қилидиғанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат бәрмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, канада һөкүмити нөвәттә һүсәйин җилил мәсилсидә хитайға қарши қаттиқ бир позитсийә тутмақта. Әмма һөсәнҗан җилилниң аяли камилә ханим, гәрчә канада һөкүмити йолдишини қутулдуруш мәсилисидә алаһидә тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, буниң йетәрлик әмәсликини, һөкүмәтниң чоқум һөсәнҗан җилилни түрмидә зиярәт қилиш үчүн хитайға бир өмәк әвәтиши керәкликини билдүрмәктә.
Гезитиниң билдүрүшичә, камилә ханим хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни террорчи дәп әйибләшни қәтий рәт қилип, йолдишиниң һечқандақ хата иш қилмиғанлиқини билдүргән.
2006- Йили март ейида өзбекистан һөкүмити тәрипидин тутулған һүсәйин җилил, мушу йилниң июн ейида хитайға тапшуруп берилгән иди.
Һүсәйин җилилниң өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгәнлики, канада билән өзбекистан һәмдә канада билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң йирклишишигә сәвәб болмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада баш министири ху җинтав билән көрүшкәндә һөсәйин җилил мәсилисини оттуриға қойди
- Ху җинтав канада баш министири билән учришиштин қачти
- Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси исмаил тиливалди билән көрүшти
- Канада мәтбуатлири, канада һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисигә пассип позитсийидә болуватқанлиқини тәкитлиди
- Канада һөкүмити һөсәйин җелилниң һоқуқини қоғдашқа тиришмақта