Һүсәйин җелил мәсилиси хитай билән канада оттурисидики сүркилишләрни җиддийләштүрмәктә
2007.02.10
Канада баш министири стефан һарпәр җүмә күни канаданиң һалифакс шәһиридә бәргән баянатида, хитай һөкүмитиниң агаһландурушлириға қаримай, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини давамлиқ оттуриға қойдиғанлиқини тәкитлиди.
Хитай ташқи ишлар ярдәмчи министири хе яфе 8- феврал күни канада рәһбәрлириниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайни тәнқид қилиши икки дөләт мунасивитигә сәлбий тәсир йәткүзиду дәп агаһландурған.
Стефан һарпәр баянатида, һүсәйин җелилниң бирәр җинайәткә қатнашқанлиқи яки террорлуқ паалийәтләргә қатнашқанлиқи һәққидә һечқандақ пакит мәвҗут әмәс, деди.
Канада баш министири канададики бәзи өктичи партийә сиясәтчилириниң, хитайға қарши қаттиқ позитсийидә болмаслиқимиз керәк, бу канаданиң хитай билән болған тиҗаритигә сәлбий тәсир йәткүзиду, дегәнликини әскәртип "мениңчә, бу мәсулийәтсизлик. Мениңчә бир канада пуқрасиға игә чиқиш вә униң һоқуқини қоғдаш канада һөкүмитиниң мәсулийити", деди.
Хитай һөкүмитиниң канада паспорти билән өзбекистанни зиярәт қиливатқан һүсәйин җелилни тутуп кәткәнликини қанунсиз бир һәрикәт дәп көрсәткән, канада баш министири стиефан һарпәр, биз хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә наразилиқимизни давамлиқ билдүриватимиз. Йеқинда хитай дөләт рәиси билән көрүшкинимдә йәнә бу мәсилини оттуриға қойдум һәмдә давамлиқ оттуриға қойимиз, деди. Сөзидә, хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини етирап қилмайватқанлиқини билдүргән стиефан һарпәр, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитиниң һәм канада қанунлириға һәмдә хәлқара қанунларға хилап икәнликини тәкитлиди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсийин җелил сотта өзиниң қейин-қистаққа елип 'иқрар' қилдурулғанлиқини паш қилған
- Һүсәйин җелил үрүмчидә сотқа тартилди
- Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетида испат бәрди
- Һүсәйин җелилниң ханими канада һөкүмитиниң йолдишини қутулдуруш хизмитини күчәйтишини тәләп қилди
- Канада баш министири ху җинтав билән көрүшкәндә һөсәйин җилил мәсилисини оттуриға қойди