Д у қ канада һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшини тәләп қилди
2006.06.29
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит баянат елан қилип,хитай вә өзбекистан һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил мәсилисидә елип барған қанунсиз һәрикитини қаттиқ әйиблиди. Шуниң билән биргә у йәнә, канада һөкүмитиниң барлиқ чариләрни ишқа селип , өз пуқрасиға игә чиқишини тәләп қилди.
Бүгүн истансимизниң зияритини қобул қилған дилшат ришит әпәнди сөзидә": бир дөләтниң пуқрасини, сәвәбсизла башқа бир дөләт тәвәликигә шу дөләтниң җинайәтчиси сүпитидә қайтуруп бериш хәлқара қанунларға хилаплиқ қилғанлиқ болупла қалмастин бәлки очуқ - ашкара һалда йәң ичидә содилишиш арқилиқ гөрүгә елиш җинайити һесаблиниду" деди. У бу қетимқи уйғурларни гөрүгә елиш қилмишиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинидин кейинла йүз бәргәнликигә алаһидә диққәт қиливатқанлиқини әскәртти .
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, канада уйғур җәмийити рәиси мәмәт тохти әпәнди, һүсәнҗан җелилниң , март айлирида канаданиң пуқралиқ паспортини ишлитип аилиси билән бирликтә, өзбекистанға туққан йоқлаш үчүн барғанда , өзбекистан тәрипидин қолға елинғанлиқини, униң канада пуқраси икәнликини билдүридиған паспортини мусадирә қилип, андин хитайға тапшуруп бәргәнликини билдүрди. Мәмәт тохти әпәндиниң ейтишичә, бу йолсиз һәрикәт , һүсәнҗан җелилни хәлқараға хитай пуқраси қилип көрситиш үчүн асас яритип бәргән.
Бу арида канада мәтбуатлирида, канада һөкүмитиниң, һүсәнҗан җелил мәсилисини бир тәрәп қилишта барлиқ дипломатик вастиләрни қоллинип , хитай һөкүмитигә бесим ишлитиватқанлиқи, болупму һөсәнҗан җелилниң хитайниң қолида икәнликини ениқлаш үчүн һәрикәт елип бериватқанлиқи һәққидә хәвәрләр елан қилинди.
Өзбекистан тәрәп дүшәнбә күни канада һөкүмитигә, һүсәнҗан җелилни хитайға қайтуруп бәргәнликини мәлум қилғандин бери, бүгүнгә қәдәр хитай бу һәқтә һечқандақ инкас билдүрмиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада баш министир ярдәмчиси һүсәнҗанни қутулдуруш үчүн хитайға бармақчи
- Канада: хитай һөкүмити һүсәнҗанни қайтуруп бериши керәк
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Бишкәктики уйғурлар өзбекистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди
- Үзбекистандики интерпол оргини һүсәнҗан җелилни террорчи дәп әйиблигән