Япунийә һөкүмити уйғур елиниң давалаш ишлириға ианә бәрди
2004.10.14
япунийә һөкүмити уйғур елиниң ели областидики чағантоқай наһийилик дохтурханиға давалаш үскүнлири сетивелиши үчүн 660 миң йүәндин артуқ ярдәм пули бәрди.
япунийиниң хитайда турушлуқ әлчиси чаршәнбә күни бейҗиңда япунийә һөкүмитигә вакалитән уйғур аптунум раюниниң алақидар даирилиригә ианә соммисини тапшурған һәмдә буниң япунийә һөкүмитиниң хәлққә мәнпәәт йәткүзүш программисиниң бир түри икәнликини көрсәткән.
Хитай даирилириниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, япунийиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси һазирғичә уйғур елидә мана мушуниңға охшаш ярдәм түридин онни елип барған болуп, буниң ичидә төт түри уйғур елидики давалаш шараитини яхшилаш билән мунасивәтлик икән.
Ели областиниң чағантоқай наһийиси чегра раюнға җайлашқан болуп, 2004 - йили хитай тәрипидин 4 - дәриҗилик чәт вәшараити мүшкүл раюн дәп бәлгиләнгән. (Арзу)