Уйғур йеза нопуси ичидә 6 милйонға йеқин кишиниң ичидиған сүйи бихәтәр әмәс


2005.12.04

Нөвәттә уйғур елидики йеза нопусиниң ичидә 5 милйон 740 миң кишиниң ичидиған сүйи бихәтәр болмаслиқ мәсилиси йәнила мәвҗут икән.

Аптоном районлуқ сучилиқ назаритиниң дәсләпки мәлуматиға қариғанда, уйғур елидики йезиларниң ичидиған сүйи җәһәттә һазир мундақ 3 мәсилигә дуч келиватқан икән. Биринчи, суниң булғиниш мәсилиси. Иккинчи, су арқилиқ кесәл юқуш вә йәрлик кесәл пәйда болуш. Үчинчи, суниң йетишмәслики вә пәсил характерлик су кәмчил болуш мәсилиси.

Су арқилиқ болидиған кесәлликләр асаслиқи, суда фтор маддисиниң алаһидә юқири болуши һәмдә арсинлиқ вә тузлуқ су сәвәбидин келип чиқидикән. Әгәр бундақ суни узун муддәт ичкәндә, сөңәк шалаңлишиш, терә раки қатарлиқ кесәлликләр килип чиқидикән.

Буниңдин башқа йәнә, санаәттики керәксиз су, шәһәр турмушидики паскина суниң чиқирилиши вә деһқанчилиқ дорилири, химийиви оғут ишлитиш миқдариниң үзлүксиз ешишиму, су мәнбәсиниң булғинишини еғирлаштурған. Нөвәттә бу әһвал йеза аһалисиниң саламәтлики үчүн бир чоң тәһдит болмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.