Қумул шәһиридә ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш пилани % 87 орундилип болған
2007.07.05
Хитай хәвәр вастилириниң ашкарилишичә, қумул шәһиридә ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш пиланиниң % 87 и орундилип болған.
Хитай һөкүмитиниң ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сиясити, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин қаттиқ тәнқид қилиниватқан бир пәйттә, уйғур елиниң пәқәт қумул шәһиридинла , бу йил киргәндин буян 13 миң әмгәкчиниң сиртқа йөткәлгәнлики , бу сан бултурқи охшаш мәзгилидин% 16 ешип , йиллиқ пиланиниң % 87 орундалғанлиқи мәлум болмақта.
Гәрчә хитай даирилири, ешинчи әмгәк күчлирини хитай юртлиридики завутларға орунлаштуруш арқилиқ, намрат уйғур деһқанлирини һаллиқ сәвийигә йәткүзгили болидиғанлиқини тәкитләп кәлгән болсиму, әмма һәр хил учур вастилири арқилиқ ешинчи әмгәк сүпитидә ишлитиливатқан уйғур қизлириниң ечинишлиқ кәчүрмишлири ашкариланмақта.
Йеқинда йәкән наһийисидин хитай шәһиригә елип кетилгән 5 нәпәр уйғур қиз, завут мәсуллириниң һәр хил бесимлириға бәрдашлиқ берәлмәй, үрүмчигә қечип кәлгән болуп, уларниң өз юртлириға беришқа җүрәт қилалмай тәмтирәп йүргәнлики мәлум болди.
Хәвәрләргә қариғанда уйғур қизлирини хитай өлкилиригә беришқа мәҗбурлаватқан йәрлик һөкүмәт даирилири, тохтамни бузуп, муддәттин бурун қайтип кәлгән ишчиларниң қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүргән икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур деһқанларни хитай өлкилиригә йөткәш сиясити изчил давамлашмақта
- Австралийә гезитлири оғрилап кетилгән уйғур балилириниң хитай өлкилиридә янчуқчилиққа селиниватқанлиқини ашкарилиди
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар
- Хитай өлкилиридики завутларға орунлаштурулған уйғур қизлири өз юртлириға кетәлмәй тәмтирәп йүрмәктә
- Хитайдин қечип кәлгән кичик пәрһат аниси билән тепишти
- Хитай олимпик таварлирини ишләп чиқиридиған карханиларда әмгәк һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнди
- Текәс наһийисидин қазақ яшлири чиңдавға ишләшкә әвәтилди
- Үрүмчидики бир али мәктәптә қиз оқуғучилар үстидин һамилдарлиқ тәкшүрүши елип барди
- Ким кимниң дүшмини? (2)