Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә


2007.08.01

Хитай даирилири уйғур елидики йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити буйичә бу йил , уйғур елиниң җәнубидики йеза ‏- наһийиләрдин хитай өлкилиригә йөткимәкчи болған әмгәк күчлирини бир милйон икки йүз миң адәм қетимға йәткүзүшни пиланлиған иди.

Шинҗаң гезитиниң 1 - авғуст хәвәр беришичә, хитай һөкүмити мәзкур пиланини ишқа ашурушта төт хил чоң тосалғуларға дуч келиватқан икән.

Хәвәрдә , уйғур йезилиридин әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш җәрянида әң асаслиқ тосалғу , "бәзи деһқанларниң идийиси қалақ болғачқа, улар түзүк кирим қилалмисиму өз юртлиридин айрилишни халимай җаһиллиқ қилип, сиртқа чиқип иш издәшкә көнмәйду "дәп көрситилгән.

Хитай даирилириниң қаришичә , иккинчи , уйғур ели деһқанлириниң мәдәнийәт сапаси омумйүзлүк төвән болғачқа юқири техника тәләп қилидиған хизмәт муһитиға маслишалмайдикән. Хитай тилини раван сөзлийәлмигәчкә вә йәнә сиртқи ят муһитқа маслишишчанлиқи төвән болғачқа , улар хитай өлкилиридә юқири маашлиқ , хизмәтләрниң һөддисидин чиқип,киримини юқири көтүрүшкә пассип тәсир көрсәтмәктә икән.

Әмәлийәттә уйғур елидин радиомизға кәлгән инкаслар шундақла мухбирлиримизниң хитай өлкилиригә ишләмчиликкә барған уйғур қизлардин игилишичә, хитай завутлириға йөткәлгән уйғур қизлар һәқсиз муамилиләргә учриғандин башқа , әрзан әмгәк һәққи билән узақ һәм еғир әмгәккә селинған һәм түрлүк хорлуққа учриғанлиқ сәвәблик уйғур елигә қечип келиватқан болуп , һәтта кучада йеқинда хитай һөкүмитиниң қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәватқанлиқиға нарази болған уйғур деһқанлар наразилиқ намайиши өткүзгән иди.

Чәтәлдики уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткиши хитайниң ассимилятсийә , миллий қирғинчилиқ сияситиниң бир қисми дәп әйиблимәктә . (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.