Дуня уйғур қурултийи, йеза - кәнт кадирлириниң сияси үгиниш һәрикити уйғурларни тизгинләшкә қаритилған, деди
2006.02.10
Хитай даирилири пәйшәнбә күни уйғур аптоном райони бойичә 9 миңға йеқин мәмури кәнтниң партийә секритарлириға икки йиллиқ сияси тәлим - тәрбийә елип берип, асасий қатлам кадирлириниң сияси - идийә сапасини юқири көтиридиғанлиқини җакарлиғандин кейин, дуня уйғур қурултийи җүмә күни хитайниң бу һәрикити уйғурларни тизгинләшкә қаритилған, дәп әйиблиди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, бу , хитайниң уйғур аптоном райониға һөкүмранлиқ қилғандин бери елип барған көлими әң зор сияси тәлим - тәрбийә һәрикәтлириниң бири болуп һесаблинидикән. Дилшат ришит, компартийә даирилириниң мәқсиди " кәнт партийә ячика секритарлири арқилиқ асасий қатламдики миллий кадирлар вәпуқраларни назарәт қилиш, шинҗаңниң муқимлиқи вә аталмиш дөләтниң земин пүтүнликигә тәһдит дәп қаралған амилларни бастуруш" дәйду.
Дилшат ришитниң әскәртишичә, бейҗиң даирилири уйғур аптоном райони қурулғандин кейин мәркәзниң бәзи сиясәтлири уйғурлар олтурақлашқан йәрлик асасий қатламларда иҗра қилинмиған. Даириләр бу әһвалға хатимә бәрмәкчи икән. Кәнт партийә ячика секритарлириниң сияси тәлим - тәрбийә курси пәйшәнбә күни үрүмчидә башланди. Аптоном район парткоминиң секритари ваң лечүәнниң курс башлаш мурасимида, " уйғур аптоном райониниң муқимлиқи, дөләтниң 11- бәш йиллиқ пиланини мувәппәқийәтлик орунлаш - орунлиялмаслиқ мәсилиси шинҗаңдики асаси қатлам кадирлириниң бейҗиңниң сияситини қанчилик иҗра қилишиға бағлиқ " дәп тәкитлигән.
Бейҗиң даирилири хитай бойичә деһқанчилиқ беҗиниң бикар қилинғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма көзәткүчиләрниң әскәртишичә, уйғур аптоном районида, деһқанлар давалиниш қийинчилиқи, әмгәк һоқуқи,, һашар вә алваң - ясақлар астида езилмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Аптоном район сиясий кеңәш әзаси вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини тәкитлиди
- Хитай миллий тил йезиқтики материялларни тәрҗимә қилишқа мәбләғ аҗратмақчи
- Хитай " тәңритағ әдәбият мукапати" ни тизгинләшни күчәйтти
- Хитай уйғур елидики йеза-базарлиқ парткомларда милләтләр иттипақлиқи вә сиясий муқимлиқни тәкитлимәкчи
- Хитай һөкүмити поскамлиқ язғучи абдулла җамални қолға алди









