Шинҗаң вәкили шаңхәйдә бөлгүнчи идийидики уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә беришни тәкитлиди
2006.06.21
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашқан шинҗаң вәкили абдурахман әли аталмиш "шәрқий түркистан" террорчилиқ күчлиригә зәрбә беришни тәкитләп, буниң қатарида бөлгүнчи идийини сиңдүргән уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә бериш керәкликини билдүрди.
Абдурахман әли хитайниң шинхуа агентлиқиға " шинҗаң һазир 'шәрқий түркистан' террорчи күчлиригә қәтий зәрбә бериш сепигә өтти" дегән. У йәнә, бу күчләрни йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә түрлүк террорлуқ вә зораванлиқ вәқәлирини садир қилди дәп әйиблиди.
Абдурахман әли сөзидә, террорчи тәшкилатларниң нөвәттә уйғур елидә зораванлиқ қоллиништин өзгирип идеологийә саһәсигә һуҗум қиливатқанлиқини болупму бөлгүнчи идийә сиңгән нәшри әсәрләрни тарқитиватқанлиқини көрсәтти. Униң ейтишичә, бу хил әһвалларға қанун арқилиқ зәрбә бериш зөрүр икән.
Абдурахман әлиниң бу сөзлиридин хәвәрдар болған уйғур көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши туруш нами билән уйғурларниң демократик паалийәтлирини чәкләпла қалмай, әмди һазир уйғур нәшрияти вә әдәбиятиға зәрбә беришни мәқсәт қилғанлиқини һәтта бу йолдики зәрбини қанунлаштурушқа урунғанлиқини әйиблиди.
Өткән һәптә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 5-нөвәтлик башлиқлар йиғини шаңхәйдә ечилип, һәр қайси әза дөләтләр бирләшмә баянатида , "3 хил күч" ләргә зәрбә беришни тәкитлигән иди. Бу мәзгилдә хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән мәмликәт ичи вә сиртидики "үч хил күч" кә қарши йәнә сәпәрвәрлик елан қилди
- Ваң лечүән илида йәнә уйғур мустәқилчилиригә зәрбә беришни тәләп қилди
- Қарамайда бир уйғур зиялийси қолға елинди
- Уйғур елидә "үч хил күчләр" ниң мәктәпләргә сиңип киришигә зәрбә бериш һәрикити башланди
- Керийә наһийисидә яш- өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити күчәйтилмәктә