Уйғур елиниң вәкиллири уйғурлар мәнпәәти үчүн сөзлийәләмду?


2007.03.04

Хитай ахбарат вастилири, хитайниң уйғур аптонум район һөкүмитиниң мәмликәтлик сиясий кеңәш әзалириниң, уйғур елидики хәлқниң арзу - үмидлирини мәркизи хитай һөкүмитиниң йиғинида кеңишиштәк еғир мәсулйәтни өтүш үчүн айрупиланға олтуруп, хитайниң 10 ‏- нөвәтлик комитетиниң 5 ‏- йиғиниға қатнишиш үчүн кәткәнликини хәвәр қилди.

Хәвәрдә, сиясий кеңәш әзалириниң бейҗиңгә меңиштин бурун, мухбирларниң зияритини қобул қилип, сиясий җәһәттә кеңишиш, демократик назарәт қилиш, һакимйәт ишлириға қатнишиш, һакимийәт ишлири үстидә муһакимә елип бериш, хәлқниң мәнпәәтигә уйғун пикирләрни оттуриға қоюш ролини ойнайдиғанлиқи билдүрүлгән.

Бирақ чәтәлләрдики уйғур сиясәтчилири, уйғур елидин йиғинға қатнишиш үчүн барған сиясий кеңәш вәкиллириниң пәқәт, хитай һөкүмитиниң сияситини һимайә қилиш, мәркизи һөкүмәт немини қарар қилса, шуни мақуллаш ролини ойнайдиғанлиқини, мундақчә ейтқанда уларниң пәқәт қол көтүрүп, аваз мақуллаш вәзиписини өтәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Уйғурларниң мәниви аниси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, илгири хитай сиясий кеңәш вәкили болуп, у бейҗиңда өткүзүлгән сиясий кеңәш йиғинлириға көп қетим қатнишип, уйғурларниң һәқ - қоқуқлирини яхшилаш, болупму уйғурлар дуч келиватқан маарип, пиланлиқ туғут, деһқанларниң һәқсиз һашар әмгәклиригә селиниш әһвали, җан беқиш һәләкчиликидә ичкири өлкиләрдә түрлүк қисмәтләргә дучар боливатқан уйғур яшлириниң мәсилилири, хитайлар билән уйғурлар оттурисидики баравәрсизлик қатарлиқ нурғунлиған мәсилләрни дадиллиқ билән оттуриға қоюп, мәркизи һөкүмәтниң бу мәсилиләрни қәти бир тәрәп қилишни тәләп қилған.

Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар, рабийә қадир ханим мушу сәвәблик хитайниң көзигә мих болуп қадилип, қәстән түрмигә ташланғанлиқини илгири сүрмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.