Қазақистанда уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди


2005.09.30

30 - Сентәбир күни қазақистан пайтәхти алма-атада, қазақистан пәнләр академийиси ғоҗаәхмәт сәйдивақасов намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң уюштуруши билән, хәлқара уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинниң темиси уйғур тили, мәдәнийити, тарихий вә иҗтимаий- иқтисади мәсилиләргә четилған.

Бу қазақистанда 1991 - йили сабиқ совет иттипақи тарқилиштин сәл илгири өткүзүлгән хәлқара уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғинидин кейин чақирилған уйғурлар һәққидики тунҗи хәлқара илмий муһакимә йиғини болуп һесаблиниду.

Гәрчә бу қетимқи йиғинниң көлими кичикрәк болсиму, әмма йәнила хәлқара түс алған шундақла йеңи вәзийәт астида чақирилди. Уйғуршунаслиқ илмий сабиқ совет иттипақи дәвридә наһайити гүлләнгән болуп, қазақистан пәнләр академийиси қармиқида мәхсус уйғуршунаслиқ иниститути қурулған иди. Әмма бу иниститут қазақистан мустәқил болғандин кейин, қазақистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститутиниң қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизигә өзгәртилгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.