Д у қ бейҗиңниң уйғур елидә "дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни тәшвиқ қилғанлиқини әйиплиди
Дуня уйғур қурултийи бейҗиң һөкүмитиниң тәйвән гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән хитайни зиярәт қилған пурсәттин пайдилинип, уйғур елидә кәң көләмдә " дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни тәшвиқ қилиш һәрикити елип барғанлиқини әйиплиди.
Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, лйән җән хитайни зиярәт қилғандин кийин, хитай һөкүмити уйғурлар топлишип олтурақлашқан қәшқәр, хотән, атуш қатарлиқ җайларда " дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни кәң көләмдә тәшвиқ қилип, йәрлик пуқраларни уни өгинишкә зорлиған.
Униң тәкитлишичә, уйғур елидики хитай мәтбуатлириму лйән җәнниң хитайни зиярәт қилиши "хитайниң дөләтни парчилашқа қарши қануниниң тоғрилиқини испатлиди" дәп хәвәр қилған.
Чәтәл мутәхәссислири хитайниң өткән айда мақуллиған " дөләтни парчилашқа қарши қануни" асаслиқи тәйвәнниң рәсмий мустәқиллиқ елан қилишиниң алдини елиш үчүн чиқирилған дәп қариған иди. Әмма дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң " бирликкә кәлтүрүш қануни" әмәс бәлки " дөләтни парчилашқа қарши қанун" ни чиқиришиниң әмәлийәттә " уйғур вә тибәтләргиму" қаритилғанлиқини көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ шивитсарийә сақчилириниң йолсиз қилмишлирини әйиплиди
- Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилди
- "Дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни уйғур илида тәдбиқлаш оттуриға қоюлди
- Хитай әмәлдари, уйғурлар вә тибәтләрниң бөлүнүш һәрикити давам қиливатқанлиқини билдүрди
- Дуня уйғур қурултийи хитай алий сот мәһкимисиниң баянитини әйиплиди