Уйғур карханичи әнвәр йетимларниң һалидин хәвәр алмақта


2004.11.04

Уйғур елидики әйдефу мәбләғ селиш чәклик ширкитиниң баш дериктори әнвәр мәмәт чаршәнбә күни 70 миң йүән қиммитидики компютер қатарлиқ әсвабларни йопурға наһийилик йетимлар мәктипигә ианә қилди.

Хитай мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, уйғур тиҗарәтчи әнвәр мәмәт, юпурға йетимлар мәктипидики балиларға узун мәзгил ярдәм бериш һәққидә хитай даирилири билән тохтам түзгән һәмдә йетимлар мәктипиниң узундин буян йиғилип қалған 430 миң йүәндин артуқ қәрзини төливәткән.

Мәлуматларға қариғанда, әнвәр мәмәт йәнә, мәзкур йетимлар мәктипидики 84 балиниң турмуш пулини өз үстигә алған.

Уйғур елидә йетим балиларниң оқушсиз қелиш вә игә- чақисиз қелиш әһваллири еғир болғанлиқи үчүн, йеқинқи йиллардин буян уйғур җәмийитидә нуртай һаҗи, 30 меһрибан ана вә әнвәр мәмәткә охшаш йитим балиларға халисанә ярдәм қилидиған мәрипәтпәрвәр кишиләр мәйданға кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.