Хитай һөкүмити чәтәл тор бәтлирини зиярәт қилған уйғурларни тутқун қилмақта
2005.01.06
Хитай һөкүмити уйғур елидә интернеткә болған контроллуқни күчәйтип, чәтәл тор бәтлирини зиярәт қилған уйғурларни тутқун қилмақта.
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, хитайниң уйғур елидики дөләт бихәтәрлик идарисиниң хадимлири 2004 - йили 11 - айниң 2 - күни үрүмчи шәһири алтай йолидики бир қоруда олтурушлуқ абдуваһип абдуреһим вә униң қәшқәрдин кәлгән меһмини турсунҗан қатарлиқ үч кишини тутуп кәткән.
Сақчилар абдуваһип абдуреһимниң өйигә бесип киргәндә, улар чәтәлдики уйғурларниң тор бәтлирини зиярәт қиливатқан икән. Бихәтәрлик хадимлири шуниң билән бир вақитта уларниң компютериниму елип кәткән.
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, буниң алдида хитай һөкүмити уйғур аптонум районлуқ нефит башқуруш идариси партком бирлик сәп бөлүминиң кадири таһир кәнҗиниму тутуп кәткән. Хитай даирилири уни "шәрқий түркистан учур мәркизиниң учқун гезитини тордин көчүрүп, достлириға тарқатқан, һәмдә шәрқий түркистан учур мәркизигә әза топлиған" дигән җинайәт билән әйибләп, униңға төт йил қамақ җазаси бәргән.
Шәрқий түркистан учур мәркизи хитай һөкүмитиниң чәтәл тор бәтлирини зиярәт қилған уйғурларни тутқун қилиш арқилиқ, уйғурларниң сөз әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқини қаттиқ әйиплиди.
Хитай һөкүмити йеқиндин буян интернеткә болған контроллуқни алаһидә күчәйткән болуп, хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири, уйғур елидики уйғур тилида чиқидиған 137 тор бетини һәр хил сәвәбләр билән пичәтлигән.(Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай ташқи перивот идариси долларчиларниң "қара тизимлики" ни турғузди
- Үрүмчидә җинайәт садир қилған булаңчи ма хәнчиң қолға елинди
- Аман һаҗи аптоном районниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташланди
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗгә беришини чәклимәктә
- Уйғур аптунум райониниң сабиқ муавин рәиси аман һаҗи партийидин қоғлап чиқирилған