Уйғур елидики шәһәрләрниң иссиниш һәққи өстүрүлди
2004.10.05
Хәвәрләрдин мәлум болишичә, күз йетип келиши билән, уйғур елидики пуқраларниң иссиниш мәсилиси қейинчилиққа дуч кәлгәндин сирт, һөкүмәтниң иссиниш һәққини өстүрүши нәтиҗисидә, нөвәттә төвән маашлиқ хизмәтчиләрниң иссиниш һәққини төләш мәсилиси баш қатурушқа тегишлик асаслиқ амилларниң биригә айланған.
Тәңритағ тор бетиниң хәвиридин ашкарилинишичә, қишлиқ иссиниш һәққи туралғу өй көлимигә қарап, һәр кувадират метирға 22 йүәндин һесаблап елинидикән, буниңдин сирт иссиқлиқ билән тәминлигүчи карханиларға қарашлиқ туралғу биналарниң һәқ елиш өлчими 27 йүәндин артуқ икән.
Йеқинда үрүмчи шәһирини зиярәт қилип кәлгән исмини ашкарилашни халимиған бирәйләнниң билдүрүшичә, хитай өлкилиригә қариғанда, киши бешиға тоғра келидиған оттуричә кирими алаһидә төвән һесаблинидиған уйғур елидә, исиниш һәққи, газ вә су һәқлиригә охшаш мулазимәт һәқлириниң өсүши, уйғур аһалисиниң қийинчилиқини техиму еғирлаштуривәткән. (Әқидә)