Хитай, уйғур елиниң хитай иқтисатидики орниға әһмийәт бәрмәктә
2005.09.18
Шинхуа агентлиқи йеқинда бир парчә хәвәр елан қилип, уйғур елиниң хитай иқтисатида барғансери муһим орунни игиләватқанлиқини, шундақла хитайниң кәлгүси 5-10 йилғичә болған арилиқта, уйғур елини хитайдики әң чоң нефит ишләпчиқириш базисиға айландурушқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә йәнә, оттура асияға хошна болған истратегийилик әһмийәткә игә уйғур елиниң, мол кан вә енергийә байлиқиға игә икәнлики, шундақла хитайниң пилани бойичә, 2010 - йилиға барғанда, уйғур елиниң нефит ишләпчиқириш миқдари 35 милйон тонниға йетип, хитай омумий нефит миқдариниң йеримини игиләйдиғанлиқи йезилған.
Хитай һөкүмити, өткән йили пүтүп ишқа киришкән ғәрбтики газни шәрққә йөткәш газ турубиси арқилиқ уйғур елиниң газ байлиқини, хитайниң ичкири өлкирилиригә йөткәш миқдарини күнсайин ашуриватқан болуп, шинхуа агентлиқи хәвиридә һәтта, "уйғур ели қәдимқи 'йипәк йоли' дин һазир 'нефит йоли' ға қарап өзгириватиду" дәп язған.
Әмма уйғур көзәткүчиләр, хитайниң ғәрбни ечиш сияситидин хитайлар өзлири пайда еливатқанлиқини тәкитләп, уйғур елидики енергийә байлиқлиридин йәрлик хәлқләрниң қанчилик пайда көришигә гуман билән қаримақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай нефитлиги уйғур елидә нефит-химийә чоң базиси қурмақчи
- Җ х назарити үрүмчидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир өткүзди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи
- Уйғур елидики 66 нефит қудуқи тақиветилмәкчи
- 2010 - Йили уйғур ели хитай бойичә биринчи дәриҗилик нефит ишләпчиқириш райониға айлинидикән