Уйғур елидә мәктәп пүттүрүп, ишқа орунлишалмиғанларниң сани 61 миң 300 гә йәтти

Тәңритағ тор бетиниң хәвәр қилишичә, уйғур елидә алий мәктәп вә оттура техникомни пүттүргән оқуғучиларниң омумий сани 131 миң 200 гә йәткән. Буниң ичидә аран 69 миң 900 и ишқа орунлишип болған. 61 Миң 300 и техи ишқа орунлишалмиған.

Хәвәрдә, ишқа орунлишалмиған алий мәктәп вә оттура техникомни пүттүргән оқуғучилар сани 2004 ‏- йилидики 104 миңдин 41% азайғанлиқи баян қилинған. Лекин бу мәлуматниң қайси органниң статистикисиға асасланғанлиқи билдүрүлмигән.

Тәңритағ тор бети хәвиридә шундақла, ишқа орунлашқан алий мәктәп вә оттура техникомни пүттүргән оқуғучиларниң миллити вә җинси һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән. Уйғур елидә алий мәктәп вә оттура техникомни пүттүргән нурғунлиған уйғур оқуғучилар ишқа орунлишиш мәсилисидә наһайити чоң қийинчилиқларға учраватқанлиқи вә хитай тилини яхши билмигәнләрниң ишқа орунлишиш имканийитиниң асасән қалмиғанлиқидин шикайәт қилмақта. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org