Уйғур илидики ислам дини мәктипи партийә мәктипигә айландурулмақта
2007.10.11
Тәңритағ тори, 11 - өктәбир күни , йеқинда уйғур районида һөкүмәт 28 - қарарлиқ вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш курси ачқанлиқи һәққидә хәвәр бәрди. Хәвәрдә билдүрүлгән мәлуматларға асасланғанда, шинҗаң ислам дини мәктипи дәп аталған бир мәктәп партийә мәктипигә айланған.
Мәзкур курста сөз қилған ,шинҗаң ислам дини мәктипиниң мудири, мәктәпниң дәрслик программилириниң пүтүнләй қаратмилиқи барлиқини ашкарилиған. Мудир, мәктәпниң дәрслик программилирини тонуштуруп мундақ дегән: өгитилидиған дәрсләр партийиниң 16 -қурултийиниң роһи, партийиниң милләтләр вә дин сиясити, шинҗаңниң иқтисад вә пән-техника тәрәққияти , аптоном районниң 50 йилдин буянқи омуми тәрәққияти , җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни, шинҗаңниң тарихи вә тәрәққияти тоғрисидики ақ ташлиқ китабтин ибарәт .
Мудир юқириқи мәзмунда дәрс өтүлүштин башқа, давамлиқ һалда, бөлгүнчиликкә, террорлуққа, диний әсәбийликкә қарши сүрәт, көргәзмә вә кино филимлирини көрүшкә тәшкилләйдиғанлиқини билдүргән.
Мудирниң тонуштуришида, нами шинҗаң ислам мәктипи дәп аталған бу мәктәпниң дәрс программисида ислам диниға мунасивәтлик һечқандақ мәзмун йоқ. Мудир, мәктәпниң курсантларни тәрбийиләш мәқситиниң , диний затларға партийә вә һөкүмәт алдидики мәҗбурийитини һес қилдуруш икәнликини билдүргән. Мудир йәнә мәктәпниң, 2001 - йилдин башлап диний затлардин 5200 нәпирини партийигә вә сотсиялизмға садиқ аңда йетиштүрүп чиққанлиқини билдүргән.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, йиллардин бери хитайниң уйғурлар устидин йүргүзүватқан диний зулумини йошуруш үчүн һәр хил сахта тәшвиқат елип бериватқанлиқини әйиблигән иди. юқириқи мәктәп, бу әйибләшләрниң тоғрилиқини пакит билән тәминләйду. (Әқидә)
Уйғур илидики ислам дини мәктипи партийә мәктипигә айландурулмақта
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Үрүмчидә оқуғучиларниң оттура - башланғуч мәктәпләргә кириши қийин болмақта
- Хитай, уйғур елиниң йеза кәнтлиригичә " қош тиллиқ " маарип сияситини кеңәйтмәктә
- Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду
- Дуня, қәшқәр вилайәтлик деһқанчилиқ идарисиниң темиға чапланған лозункиларни көрди
- Муқәддәс китаб"қурани кәрим" тоғрисида қисқичә баян
- Җүмә намизиниң муһимлиғи
- Дуня уйғур қурултийи хитайни уйғур мусулманлирини ғәрбкә қарши күшкүртүш билән әйиблиди
- Уйғур аптоном районида бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш пилани хитайларни асас қилиду
- Қаримай техника ишчилар мәктивиниң миллий оқутқучилири қийин әһвалда қалди
- Һейткаһ мәсчитиниң сабиқ имами һарунхан һаҗим қаза қилған
- Уйғур елиниң һәҗ өмики, мәккигә қарап йолға чиқти