Дуня уйғур қурултийи исмаил тиливалдиниң баянлириға рәддийә бәрди
2007.03.09
9- Март бейҗиңда хитай хәлқ қурултийиға қатнишиватқан исмаил тиливалдиниң мухбирларни күтивелиш йиғинида ейтқанлири, хәлқарадики уйғур тәшкилатлири вә уйғур зиялийлириниң интайин күчлүк наразилиқини қозғиди.
Исмаил тиливалди баянлирида, уйғур елиниң иҗтимай вә сиясий муқимлиқиниң интайин яхши икәнликини вә уйғурларниң тумуш әһвалиниң юксиливатқанлиғини ипадилигән. Униңдин башқа , мухбирларниң мушу йили январниң башлирида хитай сақчи даирилири памир игизлигидә итип өлтүргән 18 нәпәр уйғур һәққидә сориған суаллириға , исмайил тиливалди һеч иккиләнәстин," уларниң әлқаидә билән йиқин мунасивити бар. Уларниң мәқсиди террорлуқ вә бөлгүнчилик қилип, дөлитимизниң бихәтәрликигә зиян селиш "дәп җаваб бәргән.
Исмайил тиливалдиниң бу баянлири дуня уйғур җамаәтчилики арисида күчлүк қаршилиққа учриди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, исмайил тиливалдиниң сөзлиригә рәддийә берип мундақ дәйду, "алди билән шуни кесип ейтиш кирәкки ,уйғурлар әзәлдин террорчилиқни қоллимайду. Биз пәқәт өз игилик һоқуқимизни қолға кәлтүрүш үчун күрәш қиливатимиз. Униңдин башқа, исмайил тиивалдиниң уйғурларға вәкиллик қилиш салаһийити йоқ. У хитай һакимийити тикләп қойған бир қорчақ. Техиму ичинишлиқи йери, у хитай һокүмитиниң өз йеғида,өз гөшини қоруш һелисиниң қурбани" .
У йәнә мундақ деди, "хитайниң уйғурларниң қаршилиқ көрситиш һәркәтлирини даим хәлқара террорчилиқ билән бағливилишидики бирдин бир мәқсиди , өзиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан дөләт террорчилиқини йошуруш вә уйғурларниң миллий қаршилиқ көрситиш һәрикәтлирини игә чақисиз йитим қалдуруш". Хәврләригә қариғанда қәшқәр вилайитиниң секритари ши дагаңму йиғинға қәшқәрниң хәлқ вәкили болуп қатнашқан. Бу һәқтә дилшар ришит мунда диди:
"Қәдимий қәшқәр уйғурлар әң топлишип олтурақлашқан бир район. Бу маканда уйғурлар өзиниң әң есил миллий әнәнилирини яратқан. ,хитайдин кәлгән бир кәлгүндиниң қәшқәргә вәкил болуп йиғиниға қатниши уйғурларға қилинған бир һақарәт. Мана бу уйғурларда миллий вә сиясий һоқуқниң йоқлуқиниң типик мисали " . Йиғида исмайил тиливалди йәнә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниму чишләп тартишни унтуп қалмиған һәм мундақ дегән" рабийә қадир җуңгониң дөләт бихәтәрликигә дәхли тәрүз қилди" .
Лекин исмайил тиливалди , ройтрис агентлиқиниң мухбири сориған, рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдүриһим һәққидики суаллирини җавабсиз қалдурған. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим мундақ деди" бу йил хитай рабийә қадирға қаттиқ қарши турушни пиланлиған бир йил. Рабийә қадир хитайниң доләт бихәтәрликигә һичқачан зиян салғини йоқ. Әмәлийәттә рабийә қадир уйғур илидики һәрмилләт хәлқиниң бихәтәрликини қолға кәлтүрүш үчүн көрәш қиливатиду" . (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исмаил тиливалди"3 хил күчкә зәрбә бериш " сияситини йәнә бир қетим оттуриға қойди
- Исмаил тиливалди йеңи йил нутиқида уйғурларға тәһдит салди
- Хитай коммунистик партийә мәркизи комитети һөҗҗәт тарқитип җәмийәтниң муқимлиқи сақлашни тәкитлигән
- Нур бәкри, уйғур ели "тарихтики әң әвзәл шараитта" дәп көрсәтти
- Мутәхәссисләр, уйғурларниң хәлқара террорчилиқ билән һечқандақ алақиси йоқлиқини билдүрмәктә