Рабийә қадир ханим хитайниң адәм әткәсчилики һәққидә испат бериду


2007.10.30

Гәрчә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик йиғини йеқинлап келиватқан болсиму, хәлқара җәмийәтниң көзитишичә, хитайниң кишилик һоқоқ хатирисидә яхшилиниш көрүлмиди.

Хитайда мәвҗут болуватқан аял вә балиларни алдап сетиштәк мәсилә болса хитайдики әң еғир инсан һәқлири мәсилисиниң бири. Хитайниң инсан һәқлири мәсилисини йеқиндин көзитип келиватқан америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқоқи комитети 31 - өктәбир күни хитайдики аял вә балиларни сетиш мәсилиси һәққидә испат аңлаш йиғини өткүзмәкчи.

Чаршәнбә күни чүштин вашингтонда өткүзүлидиған мәзкүр испат аңлаш йиғинида уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим хитайдики адәм әткәсчилик мәсилиси йәни уйғурларниңму бу хил содиниң қурбани икәнлики һәққидә муһим испат бәрмәкчи.

Америка дөләт мәҗлисиниң 2007 - йилидики адәм содиси мәсилиси һәққидики доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң хитай ичидә адәм содисиға зәрбә бериш йәни аяллар һәм балиларниң инсаний һоқуқини қоғдаш җәһәттә һечбир җиддий, үнүмлүк тәдбир алмиғанлиқи сәвәблик мәзкүр мәсилә хитайдики еғир бир мәсилә болупла қалмай, хитайдики адәм содигәрлириниң қанунсиз һәрикәтлири әтраптики башқа қошна дөләтләргичә кеңәймәктә.

Хитайдики адәм содисида болупму балиларни һәм аялларни җинсий мулазимәткә мәҗбурлаш алаһидә еғир мәсилә. Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң статистика қилишичә, хитайда һәр йили 10миңдин 20 миңғичә адәм сетилиду шундақла уларниң %90 ини аяллар һәм балилар игиләйду. Америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқоқ комитетида өткүзүлидиған мәзкүр испат аңлаш йиғинида рабийә қадир ханимдин башқа, америка ташқи ишлар министирлиқи адәм әткәсчиликини көзитиш вә қарши туруш комитети мәсули марк.П логан, америка кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати башлиқи том малиновски қатарлиқларму муһим доклатларни бериду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.