Ақсудики даириләр милләтләр иттипақлиқи ейини миллий җайлардики бихәтәрликни күчәйтиш билән күтүвалди


2005.05.02

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида йилда бир ай давамлишидиған милләтләр иттипақилиқи ейини, бу йил сәзгүр органлар вә сәзгүр җайлардики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш билән күтүвалди.

Бу йил ақсу вилайәтлик партком милләтләр ейи мунасивити билән "ақсуда 23 - нөвәтлик милләтләр иттипақлиқи ейини орунлаштуруш" тоғрисида һөҗҗәт чүшүрүп, "сәзгүр җайлар вә сәзгүр органларниң аманлиқни күчәйтиш, нуқтилиқ назарәт астидики шәхсләрни тәқип астиға елишни тәләп қилған. Ақсу вилайәтлик парткомниң һөҗҗитидики сәзгүр җайлар һөкүмәт органлирини, мәсчитләрни шундақла нопуси уйғурларни асас қилған районларни көрситидикән.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң ашкарилишичә, ақсу вилайәтлик партком "һәр қайси кәнт, аһалилар комитети, йеза- базар вә наһийә дәриҗилик органлар бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш, қораллиқ бөлүм, бирләшмә аманлиқ әтрити вә хәлқ әскәрләр тәкшүрүшини чиңитиш керәк," дәп тәкитлигән.

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 1982 - йилдин бери һәр йили 5 - айда милләтләр иттипақлиқини қоғдаш һәрикити елип бармақта. Әмма бу қетим хитай даирилириниң милләтләр иттипақлиқи ейида сәзгүр җайлар вә сәзгүр органларни қоғдаш тоғрисида тунҗи қетим һөҗҗәт чиқириши болуп һесаблиниду.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари сузан соловен, 27 - априлда өткүзүлгән америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида, хитай һөкүмитини милләтләр иттипақлиқини қоғдаш, аталмиш үч хил күчләргә зәрбә бериш қатарлиқ һәрикәтләр арқилиқ уйғурларға тәһдит селиш билән әйиблигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.