Уйғур аял вәкиллири, демократийә тәрбийиси йиғиниға қатнишиш үчүн америка пайтәхти вашингтонға йетип кәлди


2007.03.22

Баш штаби америкиға җайлашқан уйғур инсан һәқлири вә демократийә фонди җәмийити, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң орунлаштуруши билән, 23-вә 24- март күнлири америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фондиниң залида йиғин ачиду. Демократийә тәрбийиси йиғиға қатнишиш үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур аял вәкиллири, америка пайтәхти вашингтонға келип болди.

Йиғин 23 ‏- март җүмә күни чүштин кейин башлиниду. Йиғиндин бурун вәкилләр әтигән саәт 9:00 да америка конгреси ишхана бинасини зиярәт қилиш паалийити елип бариду. Зиярәт аяқлашқандин кийин йиғин дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң күтүвелиш нутуқи билән рәсмий башлиниду.

Бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 40тин артуқ уйғур аял қатнишдиған болуп, йиғин вәкиллири мушу һәптиниң оттурилиридин башлап америкиниң пайтәхти вашингтонға келишкә башлиди.

Бу йиғинниң ечилишидики асаси мәқсәт, инсан һәқлири вә демократийиниң асасй принсиплирини уйғур аяллириға тонуштуруш һәм уларни инсан һәқлири вә демократийә паалийәтлиригә актип қатнишишқа риғбәтләндүрүштин ибарәт икән.

Бу йиғинға йәнә, америка һөкүмәт хадимлири вә инсан һәқлири мутәхәссислириму қатнишидиған болуп, улар демократийә вә инсан һәқлири бойичә лексийә сөзләп тәрбийиләш илип баридикән.

Йиғин аяқлашқандин, 24 -март кәч саәт 7 дин 11гичә җорҗ мәйсон университетида уйғур мәдәнийити намаян қилинған кәчлик зияпәт берилип норуз байрими тәбриклиниду.

Бу қетимқи тәрбийиләш паалийити пәқәт бир қетимлиқ адди йиғилиш болмастин, бәлки дуняниң һәрқайси җайлирида уйғурларниң инсан һәқлири вә миллий мәвҗутлуқи үчүн һармай-талмай көрәш қиливатқан уйғур ханим-қизлириниң вә анилириниң оз-ара учришип тәҗрибә алмаштуридиған вә техиму илгирлигән һалда дуняви алақә тори һасил қилидиған мол мәзмунлуқ мәдәнийәт паалийити икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.