Қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң бир әмәлдари 13 йиллиқ кесилди
2005.10.19
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси сәйшәнбә күни қәшқәр йеңишәһәр наһийилик һөкүмәт әмәлдари җавни пара елиш җинайити билән әйибләп, 13 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди һәмдә икки йиллиқ сиясий һоқуқини елип ташлап, 100 миң йүән бисатини мусадирә қилишқа буйриди.
"Үрүмчи кәчлик гезити" ниң хәвиридин ашкарилинишичә, йеңшәһәр наһийилик һөкүмәтниң үрүмчидә турушлиқ башқармисиниң мудири вә кадирлар санаторийисиниң башлиқи җав 2003 - йилидин 2005 - йилиғичә, һоқуқидин пайдилинип, 350 миң йүән пара йигән. У асаслиқи кадирлар санаторийисидики қурулушларни көтиригә бериш җәрянида, қурулуш ширкәтлириниң парисини қобул қилған.
Хитай тәптиш даирилири бу йил 4 - айда униң туралғу җайи вә ишханисини тәкшүргәндә, җәмий бир милйон 780 миң йүәндин артуқ бисати барлиқини байқиған. У қанунлуқ кирими вә пара алған 350 миң йүәндин сирт бир милйон 200 миңға йеқин пулниң келиш мәнбәсини чүшәндүрмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, сотта җав бу пулларниң көп қисминиң қанунлуқ икәнликидә чиң турған. Җав соттин кейин, давамлиқ юқири дәриҗилик сот мәһкимилиригә әрз сунидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмәт әмәлдарлиридики чириклик әһваллири интайин еғир болуп, хитай һөкүмити гәрчә чирикликни йоқутушқа тиришидиғанлиқини билдүриватқан болсиму, әмма нурғун мутәхәссисләр, хитайдики бир партийә дектатурлиқидики сиясий түзүлминиң чирикликни кәлтүрүп чиқириватқан асаслиқ амил икәнликини билдүрмәктә.
Уларниң қаришичә, һөкүмәтни мустәқил назарәт қилалайдиған бир түзүлмә орнутулмиғичә, хитай даирилириниң бир қанчә чирик әмәлдарни җазалиши билән чириклик әһваллирини яхшилиғили болмайдикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән 19 чәтәлликни "террорчилиқ" билән әйибләп тутқанлиқини паш қилди
- Һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канлириға салған мәблиғини қайтурувелиш муддитини кечиктүрди
- Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
- Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
- Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди