Үрүмчи 15 - оттура мәктәптики җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң көпчилики юртиға қайтурулди
2006.10.20
Үрүмчи шәһәрлик 15 - отттура мәктәптә б типтилиқ җигәр яллуғи билән билән юқумланғанлиқи байқалған 19 нәпәр оқуғучиниң көпчилики мәктәпдин чекиндурулуп юртиға қайтурулди. Лекин уйғур аптоном райониниң җәнубидики чәт йезидин 15 - оттура мәктәпкә оқумақчи болуп кәлгән икки уйғур оқуғучи йеқинғичә юртиға қайтип кәтмигән.
Мәлуматларға қариғанда б типлиқ җигәр яллуғи билән юқумланған 19 нәпәр өсмүрниң 10 нәпири уйғур оқуғучилар икән. Үрүмчидики қар ләйлиси әйдиз тәлим - тәрбийә вә тәтқиқат орни - 10 ай киргәндин бери бу икки уйғур оқуғучиниң оқуш һоқуқини қоғдаш паалийити қозғап, җәмийәттә сәпәрвәрлик паалийити елип барған болсиму, лекин аптоном район даирилири пәйшәнбә күни бу органни пичәтлиди.
Мәзкур орган бу икки уйғур оқуғучиниң кәмситишкә учраватқанлиқини илгири сүрүп, мәктәп вә маарип даирилирини әйиблигән вә җәмийәтниң бу мәсилигә арилишишини тәләп қилған. Мәзкур органниң мәсули чаң күн, уйғур оқуғучиларниң аилиси намрат деһқанлар болсиму, лекин мәдәнийәтниң немиликини чүшәнгәчкә пәрзәнтлирини оқутушта чиң турмақта, дәйду. Бу икки оқуғучиниң һазирғичә қайтурулған яки қайтурулмиғанлиқи ениқ әмәс.
Лекин қар ләйлиси тәшкилатиниң 2 - өктәбир күни елан қилған учурида әскәртилишичә, мәктәп даирилири бу икки оқуғучиға қайтип кетишни тәләп қилип тәһдит салған. Әгәр ата - аниси оқуғучиларни вақтида елип кәтмисә, аптувузға селип юртиға йолливитидиғанлиқини агаһландурған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә 10 нәпәр оқуғучи җигәр яллуғи кесили түпәйлидин мәктәптин қоғливитилди
- Бейҗиң " әйҗишиң" әйдиз тәтқиқат орни уйғур аптоном райони даирилирини тәнқид қилди
- Уйғур елидики әйдиз кесәлликлири маарипи қар ләйлиси тәшкилати бикар қилинди
- Уйғур аптоном районидики оқуғучи қобул қилиш ишлири ахирлашти
- Үрүмчидә, қар ләйлисини қалаймиқан ишлитилиш чәкләнди