Үрүмчидә җинайәт садир қилған булаңчи ма хәнчиң қолға елинди


2004.11.15

Үрүмчидә 3 қетим булаңчилиқ қилип бир кишиниң өлүши вә 3 иниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған булаңчи махәнчиң хитайниң сәня дегән йеридә қолға елинған.

Вухән кәчлик гезитиниң хәвиригә қариғанда, махәнчиң вухән вә үрүмчиләрдә арқа-арқидин булаңчилиқ җинайәтлирини садир қилған киши болуп, җамаәт хәвпсизлик идарилири һәтта униң үстидин 200 милйон йүәнлик тутуш мукапати чиқарған икән.

Махәнчиң сақчиларниң сораққа тартиши билән җинайитини иқрар қилған болуп, у үрүмчи шәһиридә, -1998 йили 11 - айда, 2002 - йили 6 - айда вә 2004 - йили 10 - айниң 29 - күни арқа-арқидин булаңчилиқ җинайитини садир қилип, җәмий 170 миң йүән булиған вә бир кишини етип өлтүрүп 3 ини яриландурған.

Гәрчә хәвәрдә булаңчилиқниң үрүмчи шәһириниң қандақ йеридә йүз бәргәнлики тәпсилий йезилмисиму, лекин бир һәптә илгири радиомизниң һәқсиз линийисигә телефон қилған бир яш үрүмчи шәһириниң уйғур содигәрлири топлашқан бийәнҗаң сода базирида йеқинқи йиллардин буян булаңчилиқ һәрикәтлириниң көп йүз бәргәнликини һәмдә уйғур содигәрлириниң оққа тутулғанлиқини хәвәр қилған иди.

Хәвәрдә көрситилишичә йәнә, вухәнлик махәнчиң җинайитини иқрар қилғанда, өзиниң илгири бийәнҗаң сода базирида чоң булаңчилиқ делосини садир қилған биринчи дәриҗилик булаңчи вә қатил бәйбавшәнниң филимини көрүп шуниңдин илһамланғанлиқини, һәмдә филимдә көрситилгәндәк шинҗаңда пул көп охшайду дәп бу районни таллиғанлиқини мәлум қилған.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.