Америкида шәрқий түркистан җумһурийәт хатирә күни өткүзүлди
2005.11.13
1933-Йили 12-ноябир күни сабит дамоллам башчилиқида қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити, 1944-йили 12-ноябир күни әлихан төрә йетәкчиликидә ғулҗа шәһиридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийәтлири узун йиллардин буян үзүлмәс әнәнә сүпитидә чәтәлләрдики уйғур җамаити тәрипидин давамлаштурулмақта.
Уйғурларниң явропа вә шималий америка қитәлиридә маканлишишиға әгишип, икки җумһурийәтни хатириләш бу җайлардиму әнәнигә айланмақта.
Бу бир һәптә ичидә оттура асия җумһурийәтлири вә явропадики уйғурлардин башқа йәнә америкидики уйғур җамаитиму җумһурийәт күни өткүзди.
12-13-Ноябир күнлири америкиниң пайтәхти вашингтон шәһири әтрапидики виргиния, марийләнд шитатлириға тарқалған уйғур җамаитиму дағдуғулуқ паалийәтләр уюштуруп, уйғурларниң өткән әсирдә қолға кәлтүргән шанлиқ нәтиҗилирини әсләп, өзлириниң буниңдин кейин әнә шундақ күнләрниң қайта қолға келишигә болған ишәнчилирини ашурди.
Америка уйғурлири һәр йили 12-ноябирни хатирилимәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мюнхендики уйғурлар һейтлиқ паалийәтләрдә шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатирилиди
- Қазақистанда шәрқий түркистан җумһурийитиниң 60 йиллиқи хатириләнди
- Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди
- Қазақистанда шәрқий түркистан җумһурийитиниң 60 йиллиқи хатириләнди