Америка уйғурлири шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатирилиди
12-Ноябир күни 1933-йили қәшқәрдә вә 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң хатирә күнидур.
Бу мунасивәт билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири вә җамаити түрлүк шәкилдә хатириләш елип бармақта. Бәзи дөләтләрдики хитай консулханилири алдида наразилиқ намайишлири йүз бәргән болса, бир қисим мәмликәтләрдики уйғур җамаити җумһурийәт күнини хатириләш йүзисидин нутуқ сөзләш, тарихни әсләш, байрақ чиқириш һәм шеһитләргә тәзийә билдүрүш қатарлиқ вәтәнпәрвәрлик паалийәтлири уюштурған.
Дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллиши билән 11- ноябир күни америка пайтәхти йенидики фаирфакис шәһридики виргиниа иҗтимаий алий техникоминиң залида җумһурийәт күни паалийити өткүзүлди. Буниңға вашингтон әтрапидики уйғур җамаити вә башқа шитатлардин кәлгән бир қисим уйғурлар иштирак қилди. Паалийәт җәрянида шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши вә ахирлишиши қатарлиқ түрлүк мәсилиләр бойичә муһакимиләр елип берилғандин сирт йәнә шеһидләр үчүн хәтмә қуран қилинди.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим японийидә зиярәттә болғанлиқи үчүн,гәрчә паалийәткә қатнишалмиған болсиму, лекин өзиниң нутқини җамаәткә йәткүзүп, уларни әҗдадларниң шанлиқ излирини унтуп қалмай, давамлиқ иттипақлишип, бир нийәттә күрәш қилишқа чақирди.
Рабийә қадир ханим йәнә японийидин 12-ноябир җумһурийәт күни мунасивити билән тәбрикнамә елан қилип, пүтүн дунядики уйғурларни 12 -ноябир җумһурийәт күни билән тәбриклиди.
12-Ноябир җумһурийәт күни түркийә, германийә, шиветсийә вә башқа явропа дөләтлиридә һәмдә оттура асия җумһурийәтлиридиму бирдәк өткүзүлгән.
Уйғурлар қирғиз, өзбек қатарлиқ түркий хәлқләр билән бирликтә 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә сабит дамолламниң баш министирлики вә хоҗа нияз һаҗимниң дөләт рәислики билән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурған болсиму, лекин бу һакимийәт 6 айдин кейин совет-шең шисәй иш бирлики нәтиҗисидә ахирлаштурулған.
Лекин, арилиқта 11 йил өтүп, 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи ғәлибә қилип, елихан төриниң рәисликидә шәрқий түркистан җумһурийити тәсис қилинған. Бу мустәқил һакимийәт или, тарбағатай вә алтайдин ибарәт үч вилайәттә бәш йил мәвҗут болуп, ахири 1949-йили 10-айда сталин билән мав зедоңниң һәмкарлиқи нәтиҗисидә әмәлдин қалдурулған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәшқәр 25- декабир вәқәсидә қолға чүшкән уйғурлардин бир қисими өлүмгә һөкүм қилинди
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (2)
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (1)
- Калифорнийидә уйғур мәдәнийити кечилики өткүзүлди
- Генерал заһир савданофқа матәм мурасими өткүзүлди
- Дагуңбав " шинҗаң қурулуши" программисиниң хитайни биарам қилғанлиқини язди
- Америкида шәрқий түркистан җумһурийәт хатирә күни өткүзүлди