Уйғур аптоном районидики йәрлик көмүр канларниң һәммиси тақилиду
2005.03.15
Уйғур аптоном районидики көмүр кан даирилириниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики йәрлик көмүр канларни тақашни қарар қилған. Шинхуа ахбарат агентлиқи, райондики йиллиқ көмүр ишләпқириш иқтидари 90 миң тонниға йәтмәйдиған барлиқ көмүр канларниң тақилидиғанлиқини билдүрди.
Уйғур аптоном районидики көмүр кан ишлириға мәсул мәмурий даириләр, уйғур аптоном райони бойичә 483 көмүр канниң тақилидиғанлиқини билдүрмәктә. Даириләрниң ашкарилишичә, юқириқи көмүр канларда көмүр қезиш техникиси қалақ, бихәтәрлик тәдбирлири өлчәмгә йәтмәйдикән. Шинхуа ахбарат агентлиқи, қалған 430 әтрапидики көмүр канниң асаси әслиһәлири йеңилинидиғанлиқини билдүрди.
Йеқинқи 6 йил ичидә уйғур аптоном райони бойичә җәмий 800 дин артуқ көмүр кан тақиветилгән. Даириләрниң ашкарилишичә, 2004 - йили уйғур аптоном райони бойичә 42 милйон тонна көмүр ишләпчиқирилған болуп, һәр бир милйон тона көмүр ишләпчиқириш үчүн 3 адәм өлгән . 2004 - Йили хитай бойичә 3639 қетим көмүр кан вәқәси йүз бәргән болуп, хитай һөкүмитиниң ашкарилишичә, 6 миңдин артуқ киши юқириқи вәқәләрдә өлгән.
Хитай баш министири вен җябав, бу айниң башлири һөкүмәтниң көмүр канлардики бихәтәрлик әслиһәлирини яхшилаш үчүн 3 милярд йүән аҗритидиғанлиқини елан қилған. (Әркин)