Уйғур елидә 129 кан қудуқи қайта рәткә селинмақчи


2005.09.04

Уйғур аптоном районлуқ көмүр канларни мәмурий тәптиш қилиш идариси билән аптоном районлуқ көмүр санаити башқуруш идариси, еғир дәриҗидә бихәтәрлик амиллири сақлиниватқан 65 кан қудуқини тақиветиш билән бир вақитта, 129 кан қудуқини ишләпчиқириштин тохтитип рәткә салидиғанлиқини елан қилди.

Хитай хәвәр ториниң мәлум қилишичә, бу қетим тақтиветилгән 65 кан қудуқиниң иҗазәтнамисидики ишләпчиқириш иқтидари 1 милйон 500 миң тонна икән.

Уйғур елидә кан һадисилириниң арқа-арқидин йүз бериши сәвәбидин, мунасивәтлик орунлар бу йил 25 - авғустқичә болған мәзгилдә, уйғур аптоном районидики 521 көмүр кан үстидин тәкшүрүш елип барғандин кейин, қанунда бекитилгән бихәтәр ишләпчиқириш шәртигә тошмиған бу 129 көмүр канни ишләпчиқириштин тохтитип рәткә селишни қарар қилған.

Гәрчә уйғур аптоном районлуқ көмүр кан бихәтәрлик тәкшүрүш идариси илгириму уйғур елидики бир қисим канларниң бихәтәрлик өлчимигә тошмайдиғанлиғини байқап, уларни ишләпчиқириштин тохташқа буйруқ қилған болсиму, әмма нурғун канларниң буйруққа риайә қилмастин, йәнила өз алдиға ишләпчиқириш билән шоғуллунуш әһвали көп көрүлгән иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.