Уйғур аптонум райони һөкүмити, уйғур елидики 194 көмүр канни тақап тәртипкә салмақчи
2005.10.06
Уйғур елиниң бай наһийисидики ятур көмүр кенида йүз бәргән паҗиәлик кан вәқәсидин кейин, уйғур аптоном районлуқ кан башқуруш даирилири уйғур елидики 194 канни тақап тәртипкә салидиғанлиқини билдүрди.
ятур көмүр кенида сәйшәнбә күни газ партлаш вәқәси йүз берип, 14 адәм өлгән иди. Кан партлашниң сәвәби һәққидә хитай һөкүмәт даирилири һазирғичә мәлумат бәрмиди. Бу вәқә, хитайдики асаслиқ көмүр кан базиси болған уйғур елидики көмүр канлириниң бихәтәрликигә болған әндишиләрни қозғиған иди.
Хитай һөкүмити, мәмликәт бойичә бихәтәрликтә мәсилә көрүлгән канларни тәкшүрүп тақашни буйриған болсиму, бирақ, хитайниң енергийигә болған еһтияҗиниң җиддий ешиши, нурғун көмүр кан игилириниң мәнпәәт қоғлишип, хәтәрлик көмүр канларни давамлиқ ечишини кәлтүрүп чиқармақта. Кан вәқәлириму айиқи үзүлмәй йүз бәрмәктә.
Чаршәнбә күни сичүәнниң лоңтән көмүр канида йүз бәргән канни су бесип кетиш вәқәсидә өлгәнләрниң сани 12 гә йәткән болуп, кан астида қамилип қалған йәнә 16 ишчиниң өлүк- тириклики техи мәлум әмәс икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бай наһийисидә кан астида қалған 14 нәпәр кан ишчисиниң һәммиси қаза қилған
- Бай наһийисидики көмүр канда қамилип қалған ишчиларниң җәсити тепилди
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин
- Ақсуниң бай наһийисидики бир көмүркенида вәқә йүз бәрди
- Уйғур елидә 129 кан қудуқи қайта рәткә селинмақчи