Уйғур елидики көмүркан вәқәси йүз бәрди
2007.05.16
Уйғур елидә йүз бәргән көмүркан вәқәсидә 4 адәм өлгән , 5 адәм еғир яриланған вә 3 адәм из-дерәксиз йоқап кәткән.
BBC Ниң хәвәр қилишичә, 15 май чүштин кийин саәт төтләр әтрапида уйғур ели бүгүр наһийиси тәвәсидики бав шән ( гөһәр тағ) көмүрканиниң ишчилири кан ичидики отни өчүрүш җәрянида кан бети тешилип кандин зәһәрлик газ чиқип кәткәчкә, газда көмүркан ишчилири зәһәрләнгән вә бирнәччә кан ишчиси өлүп кәткән.
Көмүркан ичидики газ бәк қоюқ болғачқа қутқузуш хадимлири киришкә амалсиз қалған. Бүгүр наһийидики мәзкур кан шәхси ечивалған кан болуп, һазир вәқәниң сәвәби тәкшүрүлмәктә икән.
Хитайда даим йүз берип туридиған кан вәқәлиригә қарита, хитай дөләтлик бихәтәр ишләпчиқиришни назарәт қилиш вә башқуруш идариси, көмүркан бихәтәрликини назарәт қилиш идариси қатарлиқ органлар көмүркан бихәтәрликигә алақидар йеңи бәлгилимә тарқатқан иди. Бу бәлгилимидә һәрқандақ җайда қанунсиз көмүркан ечи чәкләнгән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қаримай вақәсиниң һәқиқий маһийити ашкариланди
- Алтайда қанунсиз алтун қезиш һәрикити йәнила давамлашмақта
- Хитай һөкүмити уйғур елидә зор көләмлик көмүр кан қурулушини башлиди
- Уйғур елидә йәнә пойиз өрүлүш вәқәси йүз бәрди
- Уйғур елидә бултур иш үстидики түрлүк вәқәләрдә 3122 адәм өлгән
- Хитай һөкүмити һадисидә қаза қилған ишчиларниң аилисигә төләм төлиди
- Фукаңдики кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 3 кә йәтти
- Фукаңдики кан вәқәсидә 2 киши қаза қилди