У а р һөкүмәт даирилири канға мәбләғ салғанлар ичидә рәһбири кадирларниң барлиқини инкар қилди


2005.10.27

Уйғур аптонум орунлуқ партком интизам тәкшүрүш комитети уйғур елидә канларға мәбләғ салғанларниң ичидә назарәт дәриҗилик әмәлдарларниң барлиқини инкар қилди.

Интизам тәкшүрүш комитети 18 - өктәбиргичә уйғур елидә, көмүр канларға мәбләғ салған һөкүмәт хадимлиридин 62 синиң тәкшүрүп ениқланғанлиқи, уларниң көп қисминиң дөләт игиликидики карханиларниң рәһбәрлири икәнликини билдүргән. Интизам тәкшүрүш комитетиниң көрситишичә, бу 62 һөкүмәт хадимлириниң канлардин қайтурувалған мәблиғи икки милйон йәттә йүз миң йүәнгә йеқинлишидикән.

Буниң алдида, хитай һөкүмити хитайда әвҗ алған " әмәлдарлар вә көмүр канлар тил бириктүрүш" әһваллириға хатимә бериш үчүн, көмүр канға мәбләғ салған һөкүмәт әмәлдарлирини 22 - синтәбиргичә пайчекини сетиветиш тоғрисида уқтуруш чүшүргән иди. Әмма хитай вә уйғур елидики һөкүмәт мәтбуатлирида, бир қисим һөкүмәт әмәлдарлириниң вәзиписидин елинип ташлинишқа разики, пай чекини сетиветишқа рази әмәслики хәвәр қилинған.

Тәңритағ тор бетиниң илгири бу һәқтә бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, бу йил 7 - айда 83 адәмниң өлүш вәқәси келип чиққан уйғур елиниң фукаң шәһиридики шинлоң көмүр кениниң пай чекини сетивалған әмәлдарларниң сани 187 гә йәткән.

Әмма уйғур аптонум районлуқ интизам тәкшүрүш комитети бу хәвәрни инкар қилмақта һәмдә уйғур елидики һөкүмәт хадимлириниң көмүр канлардин мәблиғини қайтурувелиш ишлириниң оңушлуқ боливатқанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.