Фукаң көмүр канида қаза қилған адәм сани 65 йәткән
2005.07.11
Уйғур елиниң фукаң наһийисидики шеңлоң көмүр канида дүшәнбә күни газ партлаш һадисиси йүз берип, һазирға қәдәр 65 адәм қаза тапқан, 18 адәмниң из - дерики болмиған, 4 адәм қутқузуп қелинған.
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкити, шинхуа агентлиқиниң хәвирини нәқил кәлтүрүп, канда газ партлаш һадисисиниң 11 - июл күни шу йәрниң вақти таң сәһәр 2 йеримдә йүз бәргәнликини билдүргән.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, газ партлиғанда 87 адәм кан қудуқи астида мәшғулат елип бериватқан болуп, партлаштин кейин аран 4 адәм қутулдурувелинған.
Нөвәттә, хитайниң көмүр канчилиқ кәспи, дуня бойичә әң хәтәрлик саһәләрниң бири һесаблинип, 2005 - йили 1 - айдин һазирға қәдәр 1000 дин артуқ кан ишчиси кан астида қаза қилған. (Қанат)
©
2005 Radio Free Asia